әрдоған пүтүн ислам дунйасини исраилийә мәһсулатлирини байқут қилишқа чақириқ қилди

ислам дөләтлири түркийәниң тиришчанлиқи билән исраилийәниң мәһсутлирини байқут қилишқа тәййарлиқ қилмақта.

976584
әрдоған пүтүн ислам дунйасини исраилийә мәһсулатлирини байқут қилишқа чақириқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 20 - майда боснийә гиретсиговена зийаридин қайтиш әснасида айропиланда ахбаратчиларниң соаллириға җавап бәрди.

әрдоған 14майда америкиниң қуддуста әлчихана ечишиға қариши тинч наразилиқ билдүргән пәләстинлик намайишчиларниң исраилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгәнликигә қарши ташлашқа тегишилик қәдәмләр үстидә тохталди. 

әрдоған «истанбулдики ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғинидин кейин исраилийәгә қарши ембарго йүргизиш, байқут қилиш, йетим қалдуруш қатарлиқ конкерт қәдәмләр ташлинамду?» дәп соралған соалға җаваб берип, «бу җәһәттә ислам һәмкарлиқ тәшкилати болуш сүпитимиз билән исраилийәниң мәһсулатлирини байқут қилишни тәвсийә қилиш қарари мақуллидуқ. үмид қилимизки, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр бу қарарға әгишип байқут қилишни ишқа ашурғай. нәтиҗидә буниңдин кейин исраилийәдин һеч қандақ мәһсулат сетивалмаймиз» деди.

түркийәниңму бу әһвалларни көздин кәчүридиғанлиқини тәкитләп, «түркийә болуш сүпитимиз билән исраилийә билән болған мунасивәтлиримизни, болупму иқтисадий вә сода мунасивәтлиримизни музакирә қилимиз. алдимиздики 24 - ийунда сайламлиримиз бар. сайламниң арқидин бизләрму шундақ қәдәмләрни ташлашқа башлаймиз» деди.

әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң пәләстинликләргә қаритилған қәтлиамини тәкшүрүш үчүн мустәқил тәкшүрүш комитети қуруп чиқиш қарари алғанлиқини әскәртип, «бирақ бу хил комитетларниң қурулишидинму бәкрәк, косовада вә боснийә геритсеговенада болғанға охшаш бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тинчлиқ сақлаш қисимлири әвәтилишигә алақидар тәвсийә қарари алдуқ. бу исраилийәни қорқутидин бир иш болиду. исраилийә әскәрлириниң б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириға оқ чиқиралиши асан болмайду, дәп қараймән» деди.

америкиниң байанатида пирезидент доналд трампниң ғәрбий шималий сүрийәгә йардәм қилишни тохтитидиғанлиқиға даир байанатларниң тоғра әмәсликини билдүргән әрдоған, «ғәрбий шималий сүрийәгә америкиниң қиливатқан бирәр йаридими барму? ғәрбий шималий сүрийә баштинла русийәниң қолида. шуңа бу толиму чәләңгүш бир байанат болған. америка мәнбич тәрәптә туриватиду. һазирму америкиниң у йәрдики йардәмлири қорал вә оқ дора шәклидә бөлгүнчи терролуқ тәшкилати п к к ниң қойуруқчиси п й д/ й п г ға кетиватиду. америкиниң у йәрдә инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлири йоқ. йәнә келип, идлиб вә думада америка йоқ. у йәрләрниң һәммиси вә африн қатарлқиларниму өз ичигә алған у районда русийә билән бизниң ортақ хизмәтлиримиз давамлашмақта» деди.


خەتكۈچ: #әрәбләр

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر