нато баш катипи столтенберг әнқәрә зийаритини башлиди

столтенберг түркийә дөләт мудапиә министири нурәттин җаникли тәрипидин мурасим билән күтүвелинди.

952628
нато баш катипи столтенберг әнқәрә зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири нурәттин җаникли нато баш катипи столтенберг билән көрүшти. җаникли көрүшүштин бурун нато баш катипи столтенбергқа: «террорлуққа қарши күрәштә тоғра чүшәнгәнликиңиз вә қоллиғанлиқиңиз үчүн тәшәккүр ейтимиз» деди.

столтенберг мурасимда түркийә һөрмәт қаравуллириға салам йоллиғандин кейин, шәрәп дәпитиригә беғишлима йазди. мурасимдин кейин столтенберг билән җаниклиниң айрим көрүшүши вә һәйәтләр ара көрүшүш өткүзүлди.

столтенберг министир җаникли билән көрүшүшини ахирлаштурғандин кейин, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу биләнму көрүшти.

көрүшүшләрдә, террорлуққа қарши күрәш, түркийә армийәсиниң африндики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к|п й д-й п г вә даеш әзалирини йоқитиш, дост вә қериндаш район хәлқини йуқири бесим һәмдә зулумдин қутқузуш үчүн 2018-йили 20-йанвар башланған «зәйтун шехи һәрбий һәрикити», түркийә-нато мунасивәтлири, 2018-йиллиқ бирйуссел алий рәһбәрләр йиғини вә районлуқ мәсилиләр музакирә қилиниду. буниңдин башқа, америка, фирансийә вә әнглийәниң сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитигә қарши елип барған һәрбий һәрикитиму музакирә қилиниду.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған баш катип столтенбергини қобул қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر