афринда бир әскәр шеһит болди

15-мартта африн районида бир түрк әскири шеһит болди.

932024
афринда бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин сүрийәниң африн районида елип бериливатқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити җәрйанида йарилинип дохтурханиға йатқузулған бир әскәр қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болди.

армийә баш қоманданлиқ иштабиниң бу һәқтә елан қилған байанатида , зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә афринда елип бериливатқан һәрбий һәрикәт әснасида 15-мартта йарилинип дохтурханиға йатқузулған бир әскәрниң қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта «бизни чоңқур қайғуға салған бу һадисидә шеһит болған әзиз қериндишимизға аллаһтин рәһмәт, шеһидимизниң қайғу ичидики аилисигә, түркийә армийәси билән әзиз түрк миллитигә тәзийә билдүримиз вә сәвр тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر