африн наһийә мәркизи толуқ қайтуруп елинди

түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси қисимлири африн наһийә мәркизини ғәлбилик һалда қайтуруп алди.

932162
африн наһийә мәркизи толуқ қайтуруп елинди
afrin'de kontrol saglandi2.jpg
afrin'de kontrol saglandi1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси қисимлири африн наһийә мәркизини қайтуруп алди.

әркин сүрийә армийәси әскәрлири түркийә саити 05:00әтрапида наһийә мәркизини қоршав алған күчләрниң муһасирисини бузуп ташлиди.

тәхминән 1 саәттин кейин әркин сүрийә армийәси әскәрлири шәрқ, ғәрб вә шимал тәрәплиридин наһийә мәркизигә киришкә башлиди. бу  җәрйанда террорчилар алдин орунлаштуруп қойған миналар партлап кәтти.

дәсләпки қәдәмдә түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси әскәрлири әшрапийә , мәһмудийә вә җәмилийә мәһәллири билән таможна вә ток тарқитиш орунлирини қолға киргүзди.

түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси әскәрлири саәт 8:30 әтрапида наһийә мәркизигә ғәлбилик һалда кирди.

наһийә мәркизи қайтуруп елинғандин кейин бихәтәрлик тәдбирлири елинишқа башлиди.

һазир түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси әскәрлири наһийә мәркизигә террорчилар тәрипидин орунлаштуруп қойулған мина вә партлатқуч маддиларни тазилимақта.

наһийә мәркизидә йәрлик хәлқниң хәтәргә йолуқуп қалмаслиқи үчүн наһайити еһтийатчанлиқ билән хизмәт елип берилмақта.

түркийә армийәси тәрипидин бу һәқтә берилгән байанатта мундақ дейилди: « африн наһийә мәркизи тамамән қайтуруп елинди, нөвәттә бина вә қол бомбилирини издәш хизмәтлири давамлашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر