чавушоғлу: мунбичниң бихәтәрликини америка билән түркийә қоғдайду

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси й п г мунбичтин чекингәндин кейин, у йәрниң хәвпсизликини түркийә билән америка қошма иштатлириниң қоғдайдиғанлиқини ейтти.

928605
чавушоғлу: мунбичниң бихәтәрликини америка билән түркийә қоғдайду

түркийә авази радийоси хәвири: москвада дөләт ишлири зийаритидә болуватқан мәвлүт чавушоғлу, америкилиқ мәнсәпдеши рекс тиллерсон билән 19 – мартта вашингтонда өткүзүлидиған учришишида, мунбичқа алақидар мәсилиләрниң рошәнлишидиғанлиқини қәйт қилди.

«й п г бар җайларниң муқимлиқи қандақ капаләткә игә қилиниду? кимниң башқуридиғанлиқини қандақ бекитимиз?» дегән чавушоғлу, асасий пиринсипниң нопус нисбитигә қарап башқуруш салаһийити бериш болуши керәкликини әскәртти.

й п г ниң һечбир шәкилдә бу мусапидин орун алмайдиғанлиқини тәкитлигән чавушоғлу, «й п г мунбичтин чекингәндин кейин, у йәрдә түркийә вә америка әскири болиду. й п г ниң чекиниш җәрйанини назарәт қилимиз. бу йәрниң бихәтәрликини ким капаләткә игә қилиду؛ америка қошма иштатлири вә түркийә. алди билән бу моделни мунбичтә йолға қойимиз, арқидин башқа җайларға йөткәймиз. бу раққә үчүн, фират дәрйасиниң шәрқий үчүнму, й п г ниң контроллуқи астидики җайлар үчүнму күчкә игә» деди.

мушу хил усул билән бу районларниң бихәтәрликиниң капаләткә игә қилинидиғанлиқини вә барлиқ қәдәмләрниң вақит җәдвилигә асасән ташлинидиғанлиқини тәкитлигән чавушоғлу сөзини давамлаштуруп, «19 – марттики йиғинда йол хәритиси вақти қатарлиқлар билән бирликтә рошәнлишиду. қанчилик вақитта немиләр йолға қойулиду, башқа тәрәпкә қандақ өтүлиду, буларға мунасивәтлик вақит җәдвили муәййәнлишиду. ахирқи йиғинда әлвәттә пәрқлиқ ойлайдиған ишлиримиз чиққан болуши мумкин, әмма, чүшиниш һасил қилишқа қарап меңиливатиду» деди.

нөвәттә сурийә һакимийитиниң мунбич тоғрисида һечқандақ бир тәләпни оттуриға қоймиғанлиқини билдүргән мәвлүт чавушоғлу, америка қошма иштатлири тәрипидин й п г ға берилгән қоралларниң қайтурувелиниш мусаписиниму назарәт қилидиғанлиқлирини әскәртти вә «һәммисини алалмайдиғанлиқимизни билимиз. бәзилири кәммиш, бәзилири йоқ. лекин биз, бу қоралларни буниңдин илгири америка пирезидентиниң дегинидәк <алимиз> дейишиватиду. буни хизмәт гурупписи ишқа чүшкәндә көримиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر