америка әнқәрәгә һәйәт йоллиди

америка ташқи ишлар министирлиқи муавин мәслиһәтчиси җонатан коһен башчилиқидики вашингтон һәйити, сүрийә вә әдлийә саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш мәсилилири бойичә музакирә елип бериш мәқситидә әнқәрәгә йетип кәлди.

894937
америка әнқәрәгә һәйәт йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, америка мудапиә министирлиқи хадимлириниму өз ичигә алған һәйәт, ташқи ишлар министирлиқи вә баш қоманданлиқ иштабиниң алақидар хадимлири билән учришиш өткүзидикән؛ һәйәт алди билән ташқи ишлар министирлиқиға берип, министирлиқниң муавин мәслиһәтчиси әһмәд мухтар гүн рийасәтчиликидики түркийә һәйити билән учришип, әдлийә саһәсидики һәмкарлиқ мәсилилири тоғрисида сөзлишидикән. арқидин баш қоманданлиқ иштабиға берип алақидар хадимлар билән йиғин өткүзидикән.

америка мудапиә министирлиқи байанатчиси миңбеши адриан ранкайн галловәй, мудапиә министирлиқи әмәлдарлириниң «африндики вәзийәтни өз ичигә алған көплигән ортақ хәвпсизлик мәсилилири тоғрисида сөзлишиш үчүн, америка һәйити билән бирликтә әнқәрәгә кәткәнликини билдүргәниди.

африндики п й д / п к к күчлириниң даешқа қарши иттипақдаш күчләрниң шерики әмәсликини билдүргән галловәй, «түркийәниң йоллуқ хәвпсизлик қайғулириға әстайидил қараймиз. түркийә нато иттипақдешимиз, биз даеш вә башқа террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш шерикимиз болған түркийә билән бирликтә һәрикәт қилишта чиң туримиз. америка тәрипидин чәт әл террорлуқ тәшкилати, дәп етирап қилинған п к к ниң түркийәниң хәвпсизликигә тәһдит елип келиши мәсилисидә түркийә билән әслидинла йеқин һәмкарлиқ ичидимиз» дегәнләрни қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر