түркийә армийәси йәнә бүгүн нурғун террорчини бир тәрәп қилди

түркийә армийәси ирақниң шималида һәрикәт қиливатқан п к к террорчилириға һәрбий һәрикәт елип берип нурғун террорчини бир тәрәп қилди.

866289
түркийә армийәси йәнә бүгүн нурғун террорчини бир тәрәп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава армийәси ирақниң шималиға җайлашқан метина райониға һәрбий һәрикәт елип берип чеградики сақчи понкити билән һәрбий базиларға һуҗум тәййарлиқида туруватқан 12 террорчини бир тәрәп қилди.

армийә баш қоманданлиқ иштаби тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, ирақниң шималида һәрикәт қиливатқан бөлгүнчи терролуқ тәшкилати п к к ға тәвә җайларға изчил һәрбий һәрикәт елип бериливатқанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлүшичә, ирақниң шималиға җайлашқан метина районида чеградики сақчи понкити билән һәрбий базиға һуҗум тәййарлиқида туруватқан террорчилар паш болған. бу әһвалға қарита җиддий һәрбий һәрикәт елип берилип 12 террорчи бир тәрәп қилинғандин сирт, террорчиларға тәвә қоналғулар вәйран қилинған.

ирақниң шималидики һакурк райониға бүгүн әтигәндә һавадин һәрбий һәрикәт елип берилип 17 терррочиниң уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди, шундақ қилип бир күн ичидә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә бир тәрәп қилинған террорчи сани 29 ға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر