түркийә армийәси азад қилған районларда маарип һайати қайтидин башланди

түркийә армийәси сүрийәдә «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә террорлуқ тәшкилати даештин азад қилған районларда оқу – оқутуш һайати қайтидин башланди.

826667
түркийә армийәси азад қилған районларда маарип һайати қайтидин башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин сүрийәдә 2016 – йили 24 – авғуст башлинип, 2017 – йили 29 – март күни ахирлашқан «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә даештин азад қилинған әлбаб наһийәсидә оқу – оқутуш ишлири уда 3 йил тохтап қалғандин кейин қайтидин башланди.

әлбабтики 30 мәктәптин 10 и түркийәниң йардими астида ремунт қилинди вә мәктәпләрниң барлиқ еһтийаҗлири қамдалди.

йезиш-сизиш қораллири вә оқу – оқутуш материйаллириму түркийә тәрипидин тәминләнди, мәктәпләргә 2 миң оқуғучи тизимға алдурди.

бәзи мәктәпләрни ремунт қилиш хизмити давамлишиватқан болуп, түркийәгә кәлгән көплигән аилиләр районниң вәзийити тинчланғандин кейин өйлиригә қайтишқа башлиди.

балиларниң  түркийәики вақтида өгәнгән түрк тилини унтуп қалмаслиқи үчүн, дәрсликләргә түркчиму  илавә қилинди.

маарип министирлиқи қармиқида районда вәзипә өтәйдиған оқутқучилар алдин билим ашурди.

оқутқучилар билән оқуғучилар бәшшар әсәд һакимийити вә террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумлири сәвәбидин оқу – оқутуш ишлириниң йерим қалғанлиқини әскәртмәктә һәмдә түркийәниң йардими сайисида қайтидин оқу – оқутуш пурситигә еришкәнликлирини тәкитләп, мәктәплирини ремунт қилип, түрлүк еһтийаҗлирини қамдап бәргән түркийәгә көптин көп рәһмәт ейтмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر