ички ишлар министири сулайман сойлу террорчилар һәққидә муһим учурларни бәрди

сулайман сойлу: «террорлуқ тәшкилати әзалири муғла, фәтһийә, көйҗәғиз қатарлиқ сайаһәт раонлиримизға соқунуп киришкә тиришмақта» деди.

821150
ички ишлар министири сулайман сойлу террорчилар һәққидә муһим учурларни бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу террорлуқ тәшкилати п к к ниң түркийәгә соқунуп керишниң йеңи йоллирини издәватқанлиқини ейтти.

сулайман сойлу муғланиң көйҗәғиз наһийәсидә бихәтәрлик қисимлири билән террорлуқ тәшкилати п к к әзалири оттурисда йүз бәргән тоқунуш үстидә тохтилип: «террорлуқ тәшкилати ахириқи чарә сүпитидә ирақниң шималидин, ирандин вә африндин түркийәгә соқунуп киришкә урунғандин кейин, әмдликтә башқа йол издәшниң койиға чүшти. тәшкилатниң кативашлириниң буйруқиға асасән әзалири сүрийәниң порт шәһири лазиқийә арқилиқ ақ деңиз вә әгә деңизиға келип, уйәрдин муғла, фәтһийә, көйҗәғиз қатарлиқ сайаһәт раонлириға соқунуп киришкә тиришмақта» деди.

сулайман сойлу түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ички ишлар комитети йиғинида аманлиқни сақлаш қисимлириниң көйҗәнғиздики зәрбә бериш һәрикити үстидиму тохтилип, «террорлуқ тәшкилатиниң бу йеңи йолини тосуш үчүн аманлиқни сақлаш қисимлиримиз җиддий һәрикәтләрни қилмақта. террорлуқ тәшкилатиниң йолини тосишимизға әгишип, алдимизға йеңи тәһдитләр билән чиқмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر