әрдоған өзигә атап һәйкәл тиклимәкчи болғанларни тәнқид қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шәһәрлик һөкүмәт башлиқлириға: «мениң һәйкилимни тикишниң орниға хизмәтлириңларни ақсатмай толуқ иҗра қилиңлар» дәп алаһидә чақириқта болди.

806442
әрдоған өзигә атап һәйкәл тиклимәкчи болғанларни тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзигә атап бәзи шәһәрлик һөкүмәтләрниң һәйкәл тиклигәнликини қаттиқ тәнқид қилди. 

әрдоған пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән шәһәрлик һөкүмәт башлиқлири йиғинида сөз қилип: «бәзи шәһәрлик һөкүмәт башлиқлири мениң һәйкилимни тикләптимиш, мән буни аңлап қаттиқ азабландим.  һөрмәтлик достлар! бу бизниң мәниви қиммәт қарашлиримизға зит бир иш. мән бут–һәйкәлләрниң тикилишни қәтий халимаймән. араңлардин һеч бириңлар бундақ хаталиқни өткүзүп салмаңлар» деди.

әрдоған ахирида, шәһәрлик һөкүмәт башлиқлириға: «мениң һәйкилимни тикләшниң орниға хизмәтлириңларни ақсатмай толуқ иҗра қилиңлар» дәп алаһидә чақириқта болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر