йилдирим бүгүн гиретсийәдә зийарәттә болиду

баш министир бинали йилдирим, гиретсийә баш министири алексис чипрасниң тәклипигә бинаән бүгүн (19 – ийун) гиретсийәдә бир күнлүк хизмәт зийаритидә болиду.

755239
йилдирим бүгүн гиретсийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт атинадики учришишлири даирисидә, гиретсийә баш министири чипрас вә пирезидент прокопис павлополос билән көрүшидиған баш министир йилдирим, түрк аз санлиқлар йашайдиған ғәрбий тракйа райониға берип, у йәрдики қандашлар билән бир иптар зийапитидә учришиду.

баш министир бинали йилдиримниң аридин икки йерим йил өткәндин кейин ишқа ашуридиған баш министир дәриҗилик бу қетимқи зийарити даирисидә, икки тәрәп мунасивәтлири, районға алақидар мәсилиләр, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири вә қибрис мәсилиси қатарлиқларниң муһакимә қилиниши күтүлмәктә.

баш министир бинали йилдиримниң бүгүн ишқа ашурулидиған бир күнлүк гиретсийә зийарити, қибрис йиғининиң мушу айниң ахирида шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә қайтидин чақирилидиған болуши, түркийәниң ақ деңизда башлиған көп қатламлиқ тәвритип тәкшүрүш вә бурғилаш истратегийәси, рим тәрәпниң нефит вә тәбиий газ издәш даирисидә бәзи хәлқаралиқ ширкәтләр билән бир тәрәплимә келишим түзүши дегәндәк нуқтилар нәзәргә елинғинида, интайин муһим бир мәзгилгә тоғра келиду.

гиретсийә таратқулириниң хәвәрлиригә асасланғанда, йилдиримниң зийарити җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән гиретсийә баш министири чипрасниң 13 – майда хитайниң пайтәхти бейҗиңда чақирилған бир бәлбағ, бир йол йиғини җәрйанида өткүзгән учришишиниң давами һесаблинидикән.

мәзкур хизмәт зийарити арқилиқ, икки тәрәп учришишлириниң қайтидин башлинишиға алақидар рамкиниң сизип чиқилиши нишан қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر