түркийә лондондики бир җамәниң җамаитигә қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи әнглийә пайтәхти лондонда бир җамәниң җамаитигә қилинған һуҗумни әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, байанат елан қилди.

755758
түркийә лондондики бир җамәниң җамаитигә қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи лондондики бир җамәниң җамаитигә қилинған һуҗумни әйибләп байанат елан қилди. байанатта, һуҗумниң муқәддәс ррамизан ейида бигунаһ кишиләргә қарита қилинғанлиқи алаһидә әскәртилди. байанатта мундақ дейилди:

«әнглийәниң әнәниви көп хил мәдәнийәтлик, өз ара һөрмәт қилиш вә кәң қорсақлиққа тайанған җәмийәт тәртипи билән хатирҗәмлик муһитини қалаймиқан қилишни мәқсәт қилған бу һуҗумни қаттиқ ләнәтләймиз.»

тәзийә вә сәвр тиләклири тилға елинған байанатта йәнә: «түркийә вә түрк хәлқи террорлуққа қарши күрәштә әнглийә билән давамлиқ толуқ һәмкарлиқ қилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر