әлийев әрдоғанни тәбриклиди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң башлиқлиқиға сайланғанлиқи мунасивити билән тәбриклиди.

736733
әлийев әрдоғанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәбрик телеграммисини «езиз қериндишим» дегән ибарә билән башлиди؛ у җумһур рәис әрдоғанни қайтидин адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң башлиқлиқиға сайланғанлиқи мунасивити билән тәбриклиди. 15 йилда түркийәдә катта ишларниң ройапқа чиқирилғанлиқини, йоруққа чиқирилған сийасий, иқтисадий вә иҗтимаий лайиһәләрниң түркийәниң хәлқара сәһнидики әһмийитини техиму ашурғанлиқини тәкитлигән әлийев, җумһур рәис әрдоғанниң наминиң дөләт тарихиға мәңгүлүк йезилғанлиқини қәйт қилди.

әлийев, түркийә – әзәрбәйҗан истратегийәлик һәмкарлиқиниң буниңдин кейинки мәзгилләрдә техиму күчәйгән һалда давамлишидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر