түркийә чәт әлликләргә визини асанлаштурди

чәт әллик сайаһәтчиләр 3 минут ичидила електиронлуқ виза «eE-Viz» ға еришмәктә.

658802
түркийә чәт әлликләргә визини асанлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 4 йилдин буйан 16 милйон 200 миң чәт әллик 3 минут ичидә түркийә визисиға еришәлиди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға көрә, чегра еғизида берилидиған чаплима визиларниң орниға 2013 – йили 17 – апрелда електиронлуқ виза йолға қойулған иди.

електиронлуқ виза «eE-Viz» йолға қойулған 2013 – йили 17 – апрелдин 2017 – йили 1 - йанварға қәдәр җәмий 18 милйон 452 миң чәт әллик сайаһәтчи  електиронлуқ виза «eE-Viz»ға илтимас сунған.

бу илтимас сунғучилардин 16 милйон 199 миң 968 киши електиронлуқ виза алған. нормал визиниң орниға електиронлуқ виза елиш нисбити %87.79 ашқан.  

әң көп електиронлуқ виза алған дөләтләр рәт бойичә:

әнглийәдин 4 милйон 600 миң,

ирақтин 2 милйон,

голландийәдин 1 милйон 800 миң,

белгийәдин 938 миң,

полшадин 831 миң,

америкидин 755 миң,

сәуди әрәбистандин 684 миң,

норвегийәдин 593 миң,

австирийәдин 523 миң,

хитайдин 501 миң киши електронлуқ виза алған.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң електиронлуқ виза «eE-Viz»ға илтимас сунилидиған «www.evisa.gov.tr» тор бети хитайчидин голландийә тилиғичә җәмий 9 тилда мулазимәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر