мадағасқар билән түркийә оттурисида төт келишим имзаланди

түркийә билән мадағасқар оттурисида, дипломатийәдин иқтисад вә өзара йардәм қилишқичә болған саһәләр бойичә төт келишимниң имзаланғанлиқи билдүрүлди.

659160
мадағасқар билән түркийә оттурисида төт келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған шәрқий африқа зийаритиниң ахирқи бекити болған мадағасқардики зийарити җәрйанида, пирезидент раҗавнаримампийанина билән бирликтә келишимләргә имза қойуш мурасими өткүзди. мурасимда, икки дөләт оттурисида дипломатийә, иқтисад вә өзара йардәмлишиш саһәлири бойичә түзүлгән келишимләргә имза қойулди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән мадағасқар ташқи ишлар министирлиқи оттурисида түзүлгән «өзара һәмкарлиқ вә мәслиһәтлишиш механизми орнитишқа мунасивәтлик шәртнамә» билән «дипломатийә тәлим-тәрбийәси, учур вә һөҗҗәт өзгиришигә мунасивәтлик һәмкарлиқ шәртнамиси» ға икки дөләтниң ташқи ишлар министирлири имза қойди.

икки дөләт оттурисда түзүлгән «нәқ пул йардимини иҗра қилиш келишими» гә, икки дөләтниң иқтисад министирлири имза қойди.

түркийә радийо-телевизийә идариси (т р т) билән мадағасқар радийо-телевизийә идариси оттурисида түзүлгән келишимгә, түркийә тәрәптин т р т баш мудири шәнол гөка имза қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر