«<йумшақ террор> тузиқиға чүшмәйли»

җумһур рәис әрдоған террор тузиқиға чүшмәслик тоғрулуқ агаһландурди.

658243
«<йумшақ террор> тузиқиға чүшмәйли»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған танзанийәдики учришишлири җәрйанида елан қилған байанатида, мундақ деди:

нөвәттә пүткүл дунйа әллириниң бешини әң көп ағритиватқан балайиапәт террордур. җүмлидин һәммимиз бу балайиапәткә қарши бирликтә тәдбир қоллинишимиз лазим. қандақтуқ, «йумшақ террор», «қаттиқ террор» дегәндәк тузақларға чүшмәсликимиз лазим. чүнки түркийә 15 – ийул фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң хаинларчә һәрбий исйан урунушиға дуч кәлди. фәтһуллаһчилар пәқәт түркийә үчүнла әмәс, паалийәт елип бериватқан барлиқ дөләтләр үчүнму наһайти чоң тәһдиттур. биз барлиқ достлиримизниңму биз дуч кәлгән мусибәтләргә, дәрд – әләмләргә дуч кәлмәслики үчүн уларни бу тәшкилат һәққидә толуқ мәлуматлар билән тәминләватимиз һәм агаһландуруватимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر