әрдоған: синҗарниң йеңи қандил болушиға йол қоймаймиз

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған ирақниң синҗар райониниң йеңи қандил (террорлуқ тәшкилати п к к ниң мәркизий) болушиға йол қоймайдиғанлиқлирини ейтти.

598936
әрдоған: синҗарниң йеңи қандил болушиға йол қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған әнқәрә бәштәпәдики мәдәнийәт вә қурултай мәркизидә өткүзүлгән ғази вә шеһитләрниң йеқин-йоруқлирини хизмәткә орунлаштуруш мурасимиға қатнашти вә муһим сөз қилди. у 24-авғуст сүрийәдә түркийәниң башчилиқида башланған фират қалқини һәрбий һәрикитиниң даирисиниң кеңәйтилидиғанлиқидин бешарәт бәрди. у әлбабниң террорлуқ тәшкилати даешниң муһим мәркәзлириниң бири икәнликини әскәртип: «җәраблус, раи вә дабиқтикигә охшаш, әлбабтинму чиқип кетиши керәк. униңдин кейин мүнбич вә раққәгә йүзлинимиз» деди.

у америка пиерзиденти барак обама билән түнүгүн (27-өктәбир) телефонда көрүшүп, мәзкур мәсилини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди. у мундақ деди:

«бизниң п й д вә й п г террорлуқ тәшкилатлириға еһтийаҗимиз йоқ. раққәдә п й д, п к к вә й п г охшаш. биз келиңлар бирликтә даешни раққәдин тазилайли, буни силәр билән бирликтә һәл қилалаймиз, бу күчимиз бар, дедуқ.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ирақтики террорлуққа қарши күрәш тоғрисидиму тохтилип, мундақ деди:

«һазиркәркүктә, мусулда, тәлафәрдә, синҗарда күришимизни давамлаштуруватимиз, немә үчүн? синҗар йеңи қандил болуш йолида. шуниң үчүн синҗарниң йеңи қандил болушиға йол қойалмаймиз, чүнки у йәрдә п к к бар.»

у мәмликәт ичидики террорлуққа қарши күрәштә йеңи басқучниң башланғанлиқини билдүрди. у буниңдин кейин, террорлуқ босуғиға кәлгәндә әмәс, бәлки мәнбәсидин йоқитилидиғанлиқини ейтти.

у түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) өлүм җазасини қайта йолға қойуш тоғрисида қарар чиқарған әһвалда өзиниң тәстиқлайдиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر