йунеско йиғини истанбулда ечилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати илим – пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати йунеско (UNESCO) дунйа мирас комитетиниң 40 – нөвәтнлик йиғини истанбулда ечилиди.

526956
йунеско йиғини истанбулда ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз баш министири бинали йилдирим йунеско комитетиниң 40 – нөвәтлик йиғиниға тәбрик телеграммиси әвәтти. у йиғинниң ечилиш мурасимиға әвәткән тәбрик телеграммисида, йунескоға чоң вәзипиләрниң чүшидиғанлиқини, мәсулийитиниң еғир икәнликини билдүрди. у йүз йиллардин буйан охшимиған мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилған, икки қитәниң оттурисиға җайлашқан истанбулниң үсти очуқ музейиға охшайдиғанлиқини әскәртип, йунескониң 40 – нөвәтлик комитет йиғининиң истанбулда ечилишиниң чоңқур мәнигә игә икәнликини қәйт қилди. у йунеско қурулған күндин башлап дунйа мәдәнийәт мираслирини қоғдаш үчүн көп ғәйрәт қилған болсиму, әмма нишан қилған нуқтиға йетәлмигәнликини тәкитләп, мундақ деди:

«бир тәрәптин, дунйаниң нурғунлиған җайлирида давамлишиватқан урушлар мәдәнийәтләр бизгә қалдуруп кәткән байлиқларни йоқ қилса؛ йәнә бир тәрәптин, мәдәнийәт вә тәрәққийат намида өтмүшимизгә аит байлиқларни өз қолимиз билән йоқитиватимиз. мана бу нуқтида йунескоға чоң вәзипиләр чүшиду. хәлқара җәмийәтләр йунескода қилинидиған хизмәтләргә һәссә қошуши вә өтмүштин кәлгән мирасларни кәлгүси әвладларға йәткүзүш мәсилисидә техиму көп мәсулийәтни үстигә елиши лазим. бу нуқтида, б д т ға әза дөләтләргиму чоң вәзипиләр чүшиду. истанбулда ечилған бу йиғинда, йунескониң кейинки йилларға қаритилған тарихий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш қарарлириниң дөлитимиз вә пүткүл дунйа үчүн интайин муһим әһмийәткә игә дәп қараймән. барлиқ йиғин қатнашчилириға мувәппәқийәт тиләймән.»     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر