абдуллаһ гүл вида зийарәтлирини башливәтти

абдуллаһ гүл вәзипә өтәш муддити ахирлишиштин илгири видалишиш зийарити елип барди.

78858
абдуллаһ гүл вида зийарәтлирини башливәтти

түркийә авази радийоси хәвири: вәзипә өтәш муддити 28-авғустта ахирлишидиған җумһур рәис абдуллаһ гүл, веда зийаритини башливәтти.
җумһур рәис абдуллаһ гүл тунҗи болуп түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи җәмил чичәкни зийарәт қилиду. гүл йәнә җумһур рәис намзати вә баш министир рәҗәп тайип әрдоған биләнму баш министирлик идарисидә көрүшиду.
асасий қанун мәһкимиси, алий сот мәһкимиси вә оттура сот мәһкимиси башлиқлирини 2014-йили 5-авғустта сәйшәнбә күни зийарәт қилидиған абдуллаһ гүл, 4-6 авғуст күнлиридә өткүзүлидиған алий һәрбий кеңиши сәвәблик армийә баш қоманданлиқ иштаби иштаб башлиқи генерал нәҗдәт өзәл билән 2014-йили 7-авғустта пәйшәнбә күни көрүшиду.
җумһур рәис абдуллаһ гүл түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә гурупписи болған партийәләрниң рәислири биләнму көрүшиду. гүл 12 вә 19-авғустта чанкайа сарийида икки қетимлиқ зийапәт уйуштуриду. дөләт әрбаблири тәклип қилинидиған тунҗи зийапәттин кейин уйуштурулидиған иккинчи зийапәткә чоң карханичилар, сәнәтчиләр, йазғучилар, журналистлар вә аммиви тәшкилатларниң рәислири иштирак қилиду.
буниңдин сирт, абдуллаһ гүл һәр йилдикигә охшаш бу йилму алий һәрбий кеңиши әзалириға зийапәт бериду. гүл 5-авғуст сәйшәнбә күни кәчлик зийапәттә алий һәрбий кеңиши әзалири билән ахирқи қетим көрүшиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر