03.01.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1118359
03.01.2019

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу гиретсийәни агаһландурди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу гиретсийә билән түркийә оттурисида йүз бәргән «шәрқий ақдеңизда нефит қидирип тәкшүрүш паалийити» киризиси тоғрулуқ тохталғанда, мундақ деди: «башқилар гиретсийә дөләт мудапиә министирлири үчүн <бизниң әркә балимиз бар> дейишиду, ундақ уларға ейтимизки, <силәр ашу әркә балилириңларға саһиб чиқиңлар, болмиса бизниң дөләт хәвпсизлик күчлириниң қолида бирәр қаза йүз берип қалмисун>.»

«‹сабаһ› гезити», «әнгилизлар түркийә пуқраси болушқа қизиқиватиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә пуқралиққа өтүш қануниға өзгәртиш киргүзгәндин буйан түркийә пуқралиқи үчүн  100 милйон долларлиқ селинма селинди вә 250 тин артуқ киши пуқралиқ үчүн илтимас сунди.

2019 – йили түркийә пуқралиқи үчүн илтимас сунидиғанлар саниниң адәттин ташқири дәриҗидә көпүйүши күтүлмәктә. болупму ингилизларниң түркийә пуқралиқи үчүн көп телефон қилидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийә һава йоллири ширкити икки күндә 300 миң кишини учурди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

йеңи йилни түркийәдә күтүвалған йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң сайаһәт ишлири түркийә һава йоллири ширкитиниң икки күн ичидә дунйаниң һәрқайси җайлирида 300 миң йолучини тошуши билән ишқа ашурулди.

түркийә һава йоллири ширкитиниң баш директори билал әкши, айропилан сәпәрлириниң қозғилиш нисбитиниң % 93 кә йәткәнликини әскәртти.

«‹вәтән› гезити», «түркийәдики көк байрақлиқ саһилларниң сани адәттин ташқири дәриҗидә көпәйди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

йилсери ешиватқан түркийәдики көк байрақлиқ саһилларниң сани 2018 – йили 459 ға йәтти.

«‹стар› гезити», «түрк карханичилар наса билән пүтүшти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

хәлқара аләм бошлуқи понкитиға йүк тошуши үчүн икки түрк тәрипидин башқурулуватқан «Sierra Nevada Co» ширкити ишләпчиқарған « Dream Chaser » намлиқ аләм кемисини ишләпчиқириш хизмити, наса билән түзүлгән келишимгә асасән ахирқи басқучқа келип қалди.

лайиһәси вә синақ ишлири мувәппәқийәтлик тамамланған аләм кемисини ишләпчиқириш хизмитиниң өктәбир ейида пүтүши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر