19.09.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1052408
19.09.2018

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, дипломатик мәнбәләрдә чавушоғлуниң помпейо билән идлиб келишими тоғрисида көрүшкәнликиниң билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң сочида һасил қилинған келишимгә, мунасивәтлик дөләтләр вә район хәлқи үчүн муһим ғәлибә дәп баһа берип: «идлибтики һәрбий орнимизға мунасивәтлик паалийәтлиримиз бүгүнгичә болуп кәлгинидәк, русийә билән маслашқан һалда давамлишиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийәниң америка хәлқигә тәзийә билдүргәнликини хәвәр қилди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, флоренис қуйуниниң америкада нурғун кишиниң җенидин айрилишиға вә йарилинишиға сәвәб болғанлиқини, түркийәниң буниңдин чоңқур қайғурғанлиқини вә америка хәлқигә тәзийә билдүридиғанлиқини қәйт қилди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида мундақ дейилди:

«қуйун апитидә җенидин айрилғанларниң йеқин-йоруқлириға вә америка хәлқигә тәзийә билдүримиз.»

«һөррийәт гезити», гөкова қолтуқиға җайлашқан сәдир арилидики «клейопатра көлчики» ниң йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрни өзигә җәлп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

муғла мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиниң мудир вәкили филиз караҗаағач бу йил (2018) йәрлик сайаһәтчиләрдин башқа, русийә вә украинадин кәлгән сайаһәтчиләрниң сәдир арилиға көп кәлгәнликини ейтқан.

«вәтән гезити», 2018-йилниң дәсләпки сәккиз ейида түркийәниң чәт әлләргә 1 милйард 625 милйон доллар қиммитидә деңиз мәһсулатлири експорт қилғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر