03.09.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1041973
03.09.2018

түркийә авази радийоси: «<вәтән> гезити», «қатарниң 5 (сода) гуруһи түркийәгә мәбләғ селишқа башлиди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: қатар дөлити ташлиған 15 милйард долларлиқ қәдәмдин кейин, дөләтниң хусусийлар игиликидики саһәлириму йөнилишини түркийә тәрәпкә буриди. дөләтниң 5 муһим сода гуруһи дәсләпки қәдәмдә 300 милйон доллар мәбләғ селиш үчүн һәрикәткә өтти. қатар гуруһи, әсса, нора рашид ал дусори, ал сумәити вә рашид әлқубәйсиниң мәбләғлирини башқуруватқан ройал линк ширкити баш мудири әһмәд һусәйин әһмәд һәсән, қатарда мәбләғ салғучиларға көңүл бөлидиған бир ишхана ечилған тәқдирдә, хусусийлар игиликидики саһәләрдин түркийәгә селинидиған мәбләғниң 50 милйард долларға йетиш еһтимали барлиқини ейтти.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «борса истанбул пай чеки базиридики аптомобил ширкәтлириниң пайдиси %25 дин ашти» сәрләвһилик хәвиридә, борса истанбул пай чеки базирида аптомобил саһәси бойичә паалийәт елип бериватқан 8 ширкәтниң омумий сап пайдисиниң мушу йилниң дәсләпки йеримида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %25 ешип, 1 милйард 748 милйон 700 миң түрк лирасиға йәткәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти. хәвәрдә, аптомобил ширкәтлириниң омумий актип сәрмайисиниң иккинчи чарәктә 42 милйард түрк лирасиға йеқинлашқанлиқи, мәнбәлириниң болса 10 милйард түрк лирасидин ешип кәткәнлики қәйт қилинди.

«<стар> гезити», «миллий тик учар айропиланниң учидиған вақти муәййәнләшти» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң тунҗи өзигә хас тик учар айропилани T-625 ниң маторини синақ қилиш хизмәтлириниң башланғанлиқини, чақпәләкләрниң тунҗи қетим айланғанлиқини йазди. хәвәрдә, түркийәдә лайиһәлинип ишләпчиқирилған тик учар айропиланниң тунҗи учуш вақтиниң 6 – сентәбир икәнлики қәйт қилинди. гезит, T-625 тик учар айропиланиниң һәрқандақ қийин шараит вә районларда, алаһидә йүксәклик, қаттиқ иссиқ демәстин кечә – күндүз вәзипә өтийәләйдиған һаләттә йасап чиқилғанлиқини, униң лайиһәлиниш вә ишләпчиқирилишида йәрлик мәнбәләрниң ишлитилгәнликини, айропиланға көп хил вәзипә өтәш иқтидариниң сәпләнгәнликини әскәртти. хәвәрдә, тик учар айропиланниң йөткәш, издәш – қутқузуш, һава җиддий қутқузуш айропилани дегәндәк наһайити көп саһәдә ишлитилишиниң пиланлиниватқанлиқи әскәртилди.

«‹сабаһ› гезити», «дунйаниң әң йахши 7 йүрүш (меңиш) йолиниң бири түркийәдә» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: муғланиң фәтһийә наһийәсидин анталйағичә созулидиған 540 километирлиқ дунйаниң әң йахши 7 узун мусапилик меңиш (чиғир) йолиниң бири, дәп қобул қилинған ликйа йоли, меһманлириға тәңдашсиз мәнзирилири билән тарихий чоңқурлуқ беғишлайду. өлүк деңиз мәнзириси билән башлинидиған тарихий йол, тәбиәт мөҗизилири арисида пат – пат инсанға тонеллардин өтүватқандәк туйғу беғишлайду. фәтһийә билән анталйа арисидики ақдеңизға созулған тәкә йерим арили, тарихта ликйа, дәп атилатти. йерим аралдики бәзидә тағларниң чоққисини, бәзидә аҗайип гүзәл су үзүш көллирини, бәзидә қәдимий шәһәрләрни бесип өтидиған ишарәтләнгән чиғир йоллар ликйа йоли, дәп атилиду.

«‹хабәр түрк› гезити», «анталйа сайаһәтчиликидә авғуст рекорти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: анталйа авғуст ейида сайаһәтчиликтә буниңдин илгирики барлиқ рекортларни бузуп ташлиди. өткән ай (авғуст) шәһәргә кәлгән сайаһәтчи сани 2 милйон 150 миң 448 ға йәтти. 1 – йанвар билән 31 – авғуст арисида шәһәргә кәлгән сайаһәтчи сани 9 милйон 62 миңға йәтти. анталйаға 2018 – йили җәмий 14 милйон сайаһәтчи келиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر