16.07.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1013264
16.07.2018

түркийә авази радийоси: «<һөррийәт> гезити», «пенсилванийәдики мәлун чоң қилған сәккиз путлуқ белиқниң путлирини кәстуқ» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 15 – ийул шеһитләр көврүкидә, «пенсилванийәдики мәлун чоң қилған сәккиз путлуқ белиқниң путлирини кәстуқ, бу иш мушундақ билингәй» дегәнликини вә сөзини давамлаштуруп, «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмисиға мәнсуп әң ахирқи хаин һесаб бәргүчә күришимизни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилғанлиқини йазди.

«<сабаһ> гезити», «учқучисиз уруш айропилани 2023 – йили көктә (пәрваз қилиду)» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң илғар технологийәлик учқучисиз уруш айропилани ишләпчиқириш үчүн қәдәм ташлиғанлиқини йазди. хәвәрдә, түркийә армийәсиниң қораллири арисиға сәпләнгән дунйадики әң йахши учқучисиз һава аппарати, дәп қариливатқан аппаратларниң 2023 – йили пәрваз қилидиғанлиқи әскәртилди.

«<стар> гезити», «(иқтисадий) ешишниң сүрити йуқири көтүрүлди, селинма тохтап қалмиди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийә иқтисади 2016 – йили 15 – ийулдики хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитигә қаримай, 2 йил ичидә сүрәт билән әслигә келип, дунйаға күчини намайан қилди. түркийә, қолға кәлтүргән иқтисадий ешиш рәқәмлири билән һәм дунйаға бармақ чишләтти, һәм сиҗил тәрәққийат йолида ғайәт зор қурулушларни ройапқа чиқарди.

«<хабәртүрк> гезити», «тарихий рекорт йаритилди» сәрләвһилик хәвиридә, анталйаға мушу йилниң бешидин тартип 14 – ийулғичә болған җәрйанда кәлгән сайаһәтчи саниниң 5 милйон 832 миң 894 кә йетиши билән, һазирғичә көрүлгән барлиқ рекортларниң бузуп ташланғанлиқини йазди.

«<вәтән> гезити», «қирқпинарда баш палван муәййәнләшти» сәрләвһилик хәвиридә, әдирнәдә бу йил 657 – қетимлиқи өткүзүлгән тарихий қирқпинар йағлиқ челишиш мусабиқилириниң һәл қилғуч мусабиқисидә рәқиби шабан йилмазни алтун номур билән йеңивалған орһан оқулуниң баш палванлиқ унваниға еришкәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر