22.05.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

976006
22.05.2018

сабаһ гезити «әрдоған: қуддустики һәқ-һоқуқлиримиздин қәтий ваз кәчмәймиз, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң мәркәз бинасида өткүзүлгән әнәниви әлчиләр иптар зийапитидә мундақ деди: қуддустики һәқ-һоқуқлиримиздин қәтий ваз кәчмәймиз, тунҗи қиблимизни онларчә йилдин буйан қан, көз йеши вә ишғалийәттин озуқ елип келиватқан дөләтниң инсабиға ташлап қоймаймз>.»

ватан гезити «дунйа сода тәшкилатиға доклат қилимиз»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «америка полат-төмүр вә алийуминларға қойулған йеңи баҗ түзүми даирисидә түркийәдинму баҗ елинидиғанлиқини билдүрди. муавин иқтисад ишлири министири фатиһ мәтин америкиниң пайтәхти вашингитонда һазар сийасити мәркизи тәрипидин өткүзүлгән 2018 транс-һазар мунбиригә қатнишип, түркийә-америка иқтисад мунасивәтлири тоғрисида тохталди. америкиниң сирттин импорт қилинидиған полат-төмүр вә алийуминларға қошумчә баҗ қойушни қарар қилиши тоғрисида тохталған мәтин: әгәр пат йеқинда түркийәниң мәнпәәтигә пайдилиқ иш йүз бәрмисә, дунйа сода тәшкилатиға илтимас қилип қарши тәдбирләрни қоллинидиғанлиқимизни йәткүзимиз. һазир биз америкиниң биз тоғрулуқ чиқиридиған қарарини сақлаватимиз, деди.»

ситар гезити «су амбарлири вә еқин сулардин ток ишләпчиқириш нисбити ашти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийәниң ток ишләпчиқириш әһвали өткән һәптә тарихий мусапини баштин кәчүрди. һәптә бешидики ток ишләпчиқиришта ишлитилгән тәбиий газниң нисбити аз болди, омумий ток ишләпчиқиришниң йеримиға йеқин қисмини тәбиий газ  арқилиқ ишләпчиқирилған мәзгилләрму болғаниди. бу саһәдә импорт қилинған көмүрниң үлүши %22гә чиқти. енергийә мутәхәсисилири импорт көмүр билән һәрикәтлинидиған ток ишләпчиқириш истансисиларниң техиму көп ишләпчиқириш сеғимчанлиқиға игә болғанлиқини билдүрмәктә.»

һабәр түрк гезити «истанбулдин 4 айда 32 милйондин артуқ йолучи учти»сәрләвһилик  хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «дөләт һава мәйданлирини башқуруш идарисиниң билдүрүшичә, ататүрк вә сабиһа гөкчән айродурумлирида бу йилниң дәсләпки төт ейида мулазимәт қилинған йолучи сани 2017-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда 4 милйон 845миң 581ешип, 32 милйон 218 миң 911 киши болған. айродурумлардин бу мәзгилләрдә 220миң 746 айропилан сәпири ишқа ашқан, 2017-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда һава қатниши 15870 қетим ашқан.»

йеңи шәпәқ гезити «түркийәдә оң роллуқ аптомобил ишләпчиқирилиду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә аптомобил санаити саһәсиниң ғоллуқ ишләпчиқарғучилиридин бири болған хонда ширкити түркийәдә 10-әвлад< Civic > маркилиқ аптомобил ишләпчиқарди. бу  аптомобилниң алаһидилики роли оң тәрәптә болуп, әнглийә, қибрис вә исландийә базарлирида сетилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر