10.05.2018

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

968069
10.05.2018

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлириниң һәқиқий достлиридин айрилип қиливатқанлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «‹ CNN International › телевизийә қанили» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, америка қошма иштатлириниң иран билән һасил қилған йадро келишимидин чекиниши тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «мениңчә, иран йадро келишимидин ваз кәчмәйду һәмдә келишимгә адаққичә риайә қилиду, әмма ахирида зийан тартидиған тәрәп америка қошма иштатлири болиду.»

«‹вәтән› гезити», «җумһур рәислик сарийида иқтисад хизмитини маслаштуруш комитети йиғини чақирилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәислик сарийида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә иқтисад хизмитини маслаштуруш комитети йиғини чақирилди. йиғиндин кейин елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «өсүм - перевот нисбити бесимиға қарши тәдбир елиниду, дөлитимизниң иқтисадий тәрәққийатиға нисбәтән әң муһим ул ташлиридин бири болған пул – муамилә пиринсиплиримиз қәтий җари қилдурулиду.»

«‹стар› гезити», «түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишлири алий комиссариға қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишлири алий комиссари зәйд рәд әлһүсәйинниң түркийәниң сайлам қарарини тәнқид қилишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди, һәмдә униң сөзлириниң етибарға елинмайдиғанлиқини җакарлиди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, әлһүсәйинниң түркийә тоғрулуқ елан қилған байанатиға қарита йазма байанат арқилиқ җаваб қайтурди. бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишлири алий комиссари зәйд рәд әлһүсәйинниң түркийә һәққидә йәнә тәрәпбазлиқ түсини алған байанат елан қилғанлиқини әскәрткән ақсой, мундақ дәп көрсәтти: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишлири алий комиссари зәйд рәд әлһүсәйинниң түркийә һәққидә елан қилған байанати әзиз хәлқимизниң ирадисигә вәкиллик қилидиған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси чиқарған сайлам қарариға көләңгә чүшүрмәктә, дәрвәқә, әлһүсәйинниң байанати мустәқил бир дөләтниң һакимийитиниң қандақ болушиға даир бимәнә мәзмунларни өз ичигә алиду, тамамән сийасий мәқсәтләр йошурунған бу байанатни қилчә етибарға алмаймиз.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу дөләтләрниң өзлири имзалиған келишимләргә риайә қилиш мәҗбурийити барлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә литванийә ташқи ишлар министири линас линкевикиус билән елип барған учришишидин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, америка қошма иштатлириниң иран билән түзгән йадро келишимидин чекиниш қарари тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «һәрқайси дөләтләрниң өзлири имзалиған келишимләргә риайә қилиш мәҗбурийити бар, шуңа һәммә өзи имзалиған келишимгә адаққичә риайә қилиши лазим.»

«‹һөрийәт› гезити», «түркийә иқтисадий җәһәттин техиму тәрәққий қилиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

йавропа гүллиниш вә тәрәққийат банкисиниң «дунйаниң иқтисадий тәрәққийати» ға алақидар доклатида әскәртилишичә, түркийә иқтисадий җәһәттин 2018 – йили % 3.5 тин % 4.5 кичә, 2019 – йили % 4.2 тәрәққий қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر