08.05.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

966375
08.05.2018

ситар гезити «әрдоған: дунйа <бир минут>десила пәләстиндики зулум түгәйду, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пәләстин мәсилисиниң чариси үстидә тохталғанда <қачанки дунйа залимларға <бир минут>десә, у вақтида зулум түгәйду, деди. истанбулда <қуддусниң ахирқи йили>намлиқ һөҗҗәтлик филимни тонуштуруш паалийитигә иштирак қилған рәҗәп таййип әрдоған, пәләстин вә қуддус мәслисиниң пәқәт бирла милләтниң даваси әмәсликини тәкитләп өтти. әрдоған: пәләстинликләр дуч келиватқан зулум сәвәбидин пүткүл дунйадики мәзлумларниң символи болса,  қуддус инсанийәтниң ортақ қиммәт қариши әтрапида бирлишиш ғайисиниң символидур, деди. »

йеңи шәпәқ гезити «түркийә балқанлардики әң күчлүк дөләт»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «сирбийә пирезиденти александар вукик түркийәгә балқан райониниң бихәтәрликини вә тинчлиқини қоғдашқа йардәм қилғанлиқи үчүн миннәтдарлиқини билдүрди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған сирбийә пирезиденти,  түркийәдә күтүвелиниғинидәк башқа һечқандақ бир дөләттә күтүвелинмиғанлиқини билдүрүп әрдоғанға тәшәккүр ейтти. түркләрниң ишини әстайил қилидиған вә толиму тиришчан милләт икәнликини ейтқан вукик, түркийә карханичилирини сирбийәгә мәбләғ селишқа чақирди. түркийә билән сирбийә арисидики һәмкарлиқниң балқан райониниң тинчлиқиға пайдиси болуп келиватқанлиқини дегән вукик: түркийә балқан районидики әң қудрәтк дөләттур, шуңа түркийәниң немә ойлайдиғанлиқи толиму муһимдур, деди.»

сабаһ гезити «җәраблусқа қайтқан хәлқ: турмушимиз толиму бәхитлик, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәсиниң һәмкарлишип елип барған һәрбий һәрикити нәтиҗисидә азад қилинған сүрийәниң җәраблус шәһиридә нормал һаләткә кәлгән күндилик турмушниң картинилири дунйа таратқулирида хәвәр қилинмақта. әнглийәдики нопузлуқ таратқулардин болған пул-муамилә вақит гезити, түркийә мәсуллириниң тәклипигә бинаән,  җәраблусқа берип җәраблус хәлқиниң рәткә чүшкән күндилик турмушини хәвәр қилди. 2016-йилидики фират қалқини һәрбий һәрикити нәтиҗисидә террорлуқ тәшкилати п к к –п й д  вә даешниң чаңгилидин азад қилинған җәраблустики хәлқниң түркийәдин толиму миннәтдар икәнлики әскәртилгән хәвәрдә, амира наҗҗар исимлик оқутқучиниң < җәраблуслиқлар түркийәниң йардимидин толиму миннәтдар»дегәнлики нәқил қилинди. »

һабәр түрк гезити «бөлгүнчи терролуқ тәшкилати п к к мунбичтин бу йил ийулда чекинип чиқиду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «әнқәрә сүрийәниң африн райониға зәйтун шехи һәрбий һәрикити қозғап ғәлбиигә еришкәндин кейин, мунбичқиму һәрбий һәрикәт қозғайдиғанлиқини нурғун қетим күнтәртипкә елип кәлди. түркийә армийәси бу йил ийул ейиниң иккинчи һәпитисидә мунбичқа һәрбий һәрикәт қозғаш үчүн җәраблус-әл баб линийәсидә һәрбий тәййарлиқ көрүватқан бир пәйттә, америкиниң түркийә билән мунбич мәсилисидә келишим һасил қилишқа тәййар икәнлики билдүрүлди. түркийә болса америкиниң колдурлутуш такитикисиға һәргиз алданмайду.  түркийә сүрийәдә асасий қанун түзүш хизмити башлиған тәқдирдә мунбич хәлқиниңму п к к ниң райондики гумаштиси болған п й д ниң тәсиригә учримастин бу мусапидин орун елишини арзу қилиду.»

ватан гезити «түркийә  болмиса  <   F-35 >лайиһәси битчит болиду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «һәрбий електронлуқ санаити ширкити тәшклий һәйәт башлиқи вә баш мудир һалук гөргүн, түркийәниң мудапиә санаити саһәсидә муәййән сәвийәгә йәткәнликини  деди. дөләт һава мудапиә санаәт системисини синақ қилиш басқучиниң кәлгәнликини ейтқан гөргүн, 5-әвлад уруш айропилани болған < F-35> типлиқ айропиланларниң русийәдин < S-400 > типлиқ мудапиә қалқан системиси сетивелиш сәвәбидин түркийәгә сетип берилмәслики тоғрисида соралған соалға: қийинчилиқ болиду, дәп қаримаймән, түркийә < F-35 >лайиһәсиниң ғол шириклиридин бири. бу лайиһәниң муһим қисмиға кәлдуқ, лайиһәдин чиқириветилсәк бу лайиһә түгәйду, дәп җаваб бәрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر