25.04.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

958276
25.04.2018

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», дөлитимиз баш министири бинали йилдиримниң испанийә баш министири марийано раҗой билән көрүшкәндин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, баш министир бинали йилдиримниң йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң түркийәдики сайламни кечиктүрүш тәлипи тоғрисида тохтилип: «йавропа кеңиши өзиниң ишини қилса йахши болиду, сайламни улар өткүзмәйду, бәлки түркийә өткүзиду. йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси алди билән, террорист салиһ муслимни сөзлитишни тохтатсун» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», муавин баш министир мәһмәт шимшәкниң ғазиантәптә, түркийәниң начар вақитлирини арқида қалдурғанлиқини әскәртип, дөләт иқтисадиниң 2002-йилдин буйан %230 ашқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», иран пирезиденти һәсән руһаниниң, «түркчә бу земинларниң иптихар вәсилиси вә хуш пурақлиқ чичәклиридур» дегәнликини хәвәр қилди.

иран пирезидентлиқ сарийиниң интернет тор бетидә елан қилинған хәвәрдә билдүрүлишичә, һәсән руһани тәбриз шәһиридики «тахти тәнтәрбийә мәйдани» да хәлққә хитаб қилғанда, дөләт ичидә түркчини омумлаштурушниң әһмийити үстидә тохталған. у сөзидә, түркчә үчүн керәклик китабларни нәшр қилиш тоғрисида йолйоруқ чүшүргәнликини ейтқан.

«һөррийәт гезити», русийә һөкүмитиниң буниңдин бурун тәкшүрүштин өткән бәш түрк ширкитигә русийәгә пәмидур импорт қилиш рухсити бәргәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», русийәниң мудапиә санаити ширкити болған «Almaz-Antey» ниң, 29-25-апрел күнлири анталйада тунҗи қетим өткүзүлидиған «2018-йиллиқ йавро-асийа авийатсийә йәрмәнкиси» (Eurasia Airshow 2018) гә қатнишип, мәһсулатлирини, техника имканийәтлирини вә мулазимәт хизмәтлирини тонуштуридиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر