22.02.2018

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

915852
22.02.2018

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «әрдоған түркийәниң шопурсиз танка ишләпчиқиридиғаниқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң шопурсиз танкиларниму ишләпчиқиралайдиған сәвийәгә йәткәнликини ейтти.

әрдоған бәштәпә сарийи миллий мәдәнийәт вә йиғин залида чақирилған 11 – нөвәтлик тәрәққийат пиланини тонуштуруш йиғинида қилған сөзидә: «шопурсиз танкиларниму ишләпчиқиралайдиған сәвийәгә йәттуқ. худайим буйриса, бу нишанғиму чоқум йетимиз. дәрвәқә, нөвәттә биз нурғунлиған қорал – йарағларни өзимиз ишләпчиқириватимиз» деди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «баш министир  йилдирим өсүм вә пул пахаллиқиға қарши сәпәрвәрлик һәрикити қозғашға чақирди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

баш министир бинали йилдирим чанкайа сарийида өткүзүлгән ташқи иқтисадий мунасивәтләр комитети йиғинида қилған сөзидә, өсүм вә пул пахаллиқиға қарши сәпәрвәрлик һәрикити қозғашқа чақирди һәмдә бу һәқтә һәмкарлиқ орнитишниң зөрүрлүкини тәкитләш билән бир вақитта, пул пахаллиқини % 7 тин төвәнлитиш лазимлиқини қәйт қилди.

«‹вәтән› гезити», «түркийәниң нопуси 2040 – йилиға барғанда 100 милйондин ашиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң нопусиниң 2040 – йилиға барғанда 100 милйондин ешип кетиши күтүлмәктә.

түркийә истатистика оргининиң 2018 – 2080 – йиллиқ нопус тәкшүрүш доклатида: «түркийәниң нопусиниң 2040 – йилиға барғанда 100 милйондин ешип кетиши күтүлмәктә» дейилди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «йигит җан йилмаз Apple ниң <шәрәп тизимлики> дин кейин <миннәтдарлиқ билдүрилидиғанлар тизилики> гиму киргүзүлди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

қаһраманмарашта йашайдиған вә Apple ширкитиниң бәзи системилирида бихәтәрлик җәһәттин йочуқ барлиқини ениқлап чиққан 16 йашлиқ толуқ оттура мәктәп оқуғучиси йигит җан йилмаз, ширкәтниң «шәрәп тизимлики» дин кейин «миннәтдарлиқ билдүрилидиғанлар тизилики» гиму киргүзүлди.

йилмаз бу һәқтә елан қилған байанатида, Apple ишлитидиғанларниң йаман нийәтлик кишиләрниң алдам халтисиға чүшүп кәтмәслики үчүн хизмәт ишлигәнликини ейтти.

«‹һөрийәт› гезити», «түркийәниң телевизийә тийатирлири сомалида тамашибинларниң қизғин алқишиға еришмәктә» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

мәркизи қатардики «‹әлҗәзирә› телевизийә қанили», сомалида йеқиндин буйан түркийәниң телевизийә тийатирлириниң тамашибинларниң қизғин алқишиға еришиватқанлиқини хәвәр қилди.

телевизийә қанилиниң «йешилчам сомалида Hollywood  вә Bollywood ниң алдиға өтүп кәтти» сәрләвһилик хәвиридә дейилишичә, сомали хәлқиниң түркийәниң телевизийә тийатирлириға болған қизиқиши диққәт қозғайдикән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر