24.10.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

833166
24.10.2017

түркийә авази радийоси: «‹һөрийәт› гезити», «йавропа агаһландуруши: қийамәт сенарийәси» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

боснийә – гертсеговинаниң қурғучиси вә тунҗи пирезиденти «алим падишаһ» дәп аталған әли иззәтбегович түнүгүн бәштәпәдә өткүзүлгән мурасим арқилиқ хатириләнди. мурасимға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән рәпиқиси әминә әрдоған, боснийә – гертсеговина пирезидент мәһкимисиниң әзаси бақир иззәтбегович билән рәпиқиси сәмиһа иззәтбегович қатнашти.

әрдоған мурасимда қилған сөзидә,  йавропани қаттиқ тәнқид қилди. болупму авистирийәдә йолучиларни сақчи итлири билән  тәкшүрүш қилмиши вә голландийәдики сайламлар тоғрулуқ тохталғанда мундақ деди: «ахирқи сайламларда голландийәликәрнң лүкчәкләрни ишқа селип бизниң хәлқимизгә қандақ һуҗум қилғанлиқини көрдуқ. ирқчилиқ қилмишлири барғансери әвҗ елип кетиватқан йавропа палакәткә иттирилмәктә. һазирқи мәнзирә истиқбалимиз җәһәттин қийамәт сенарийәсини көз алдимизға кәлтүрмәктә.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «ирақ баш министири ибади әтә әнқәрәдә зийарәттә болиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

ирақ баш министири һәйдәр әлибади 25 – өктәбир чаршәнбә күни әнқәрәдә зийарәттә болиду. баш министирлиқ мәһкимиси мәнбәлириниң билдүрүшичә, ибади зийарити даирисидә чанкайа сарийида баш министир бинали йилдирим билән көрүшидикән.

учришишта, түркийә – ирақ һәмкарлиқини районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға һәссә қошидиған шәкилдә тәрәққий қилдуруш, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң 25 – сентәбир күни өткүзгән қанунсиз реферандумидин кейин йүз бәргән өзгиришләр вә бу даиридә бирликтә ташлинидиған қәдәмләрни чөридигән һалда музакирә елип берилидикән.

«‹сабаһ› гезити», «түркийәдин араканға 50 милйон долларлиқ йардәм» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

түркийәниң араканлиқ мусулманларға 50 милйон доллардин артуқ инсанпәрвәрлик йардәм беридиғанлиқини җакарлишидин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати түркийәни: «йәр шари характерлик әң сехи дөләт» дәп махитиди.

йавропа иттипақи билән кувәйтниң рийасәтчиликидә түнүгүн шивейтсарийәдә хәлқара көчмәнләр тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимиси вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик йардәм ишлири маслаштуруш ишханиси тәрипидин «аракан мусапирлар үчүн хәлқаралиқ йардәм» сәрләвһилик йиғин чақирилди.

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики иш беҗириш орнида турушлуқ даимий вәкили баш әлчи әли наҗи қору түркийәниң араканлиқ мусулманларға қилған инсанпәрвәрлик йардәм миқдариниң 50 милйон доллардин ашидиғанлиқини ейтти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимисиниң башлиқи филиппо гранди қоруниң сөзлиригә йуқири баһа берип мундақ деди: «шуни тәкитләп өтимәнки, түркийә инсанпәрвәрлик йардәм мәсилисидә йәр шари характерлик әң сехи дөләт болуш алаһидиликини изчил җари қилдурмақта.»

«‹стар› гезити», «түркийә ишқа орунлаштурушта 24 йавропа дөлитигә тәң» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәнң 5 йилда 2 милйон 384 миң кишини ишқа орунлаштуруп, йавропа бойичә әң көп кишини ишқа орунлаштурған дөләткә айланғанлиқи оттуриға чиқти.

түркийә истатистика оргини билән Eurostat  оргининиң мәлуматлириға қариғанда, 2012 – йили 24 милйон 821 миң кишини ишқа орунлаштурған түркийәдә бу рәқәм 2016 – йили 27 милйон 205 кишигә йәткән. шуниң билән, 5 йил ичидә қошумчә ишқа орунлишиш пурситип йаритип берилгән вә бу даиридә 2 милйон 384 миң киши ишқа орунлашқан.

түркийәдин қалса әң көп ишқа орунлишиш пурсити йаритип бәргән дөләт 2 милйон 31 миң киши билән әнглийә болған. ромнейә, гиретсийә, филландийә вә җәнубий қибрис рум һакимийити ишқа орунлишиш пурсити тарайған дөләтләр сүпитидә диққәт қозғиған.

«‹вәтән› гезити», «герман сайаһәтчиләр җәнубий анадолуға келиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

германийә федерал сайаһәт бирликиниң башлиқи майкел френзел түркийәгә келидиған сайаһәтчиләр санида ешиш көрүлидиғанлиқини тәхмин қиливатқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «герман сайаһәтчиләрниң алдин беләт заказ қилиш ишлири германийәдин түркийәгә келидиған сайаһәтчиләр санида адәттин ташқири дәриҗидә ешиш көрүлидиғанлиқини көрситиду. җүмлидин 2018 – йили түркийәгә келидиған сайаһәтчиләр санида % 15 – 20  ешиш көрүлүши мумкин. дәрвәқә, түркийәниң сайаһәтчилик ишлирида әла мулазимәт һәмишә әң йуқири өлчәм болуп, баһа – алә мулазимәт тәңпуңлуқиму сайаһәтчиләрни җәлп қилмақта.»

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر