25.09.2017

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

813618
25.09.2017

түркийә авази радийоси: «<йеңи шәпәқ> гезити», «түркийә %7 лик иқтисадий ешишни қолға кәлтүриду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: баш министир бинали йилдирим, түркийәниң иқтисадий ешиши тоғрисида тохтилип, «йеқинда елан қилиниду, үчинчи чарәктә %7 лик ешишни қолға кәлтүримиз» деди. түркийәниң өзи районида бир муқимлиқ арили, бир суғурта икәнликини тәкитлигән йилдирим, түркийә иқтисадидики еишишқа ишарәт қилип, «түркийә 2017 – йилиниң дәсләпки чарикидә %5 лик ешишни қолға кәлтүрди. икки чарәктики ешиш %5.2 болди» дегәнләрни қәйт қилди.

«<вәтән> гезити», «бойиң <түркчилишиду>» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: иқтисад министири ниһат зәйбәкчи, бойиңни түрк һалитигә халайдиғанлиқлирини билдүрүп, «пәқәт айропилан сетивелишнила халимаймиз, сайманлирини йасашни тәләп қилимиз» деди. у, бойиң билән нйо йоркта өткүзүлгән учришиш тоғрисида мәлумат берип, «бойиңниң тәминләш зәнҗиригә мас түрк ширкәтлирини қуруш, бойиңни түрк һалитигә кәлтүрүш (лазим). бизниң йалғуз бойиң айропилан сайманлирини ишләпчиқиридиған әмәс, у хил технологийә, мәдәнийәт, тонуш вә тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш арқилиқ тәминләш зәнҗириниң айрилмас бир парчисиға айлиналайдиған түрк ширкәтлирини пәйда қилишимиз лазим. бу җәһәттә улар билән келиштуқ» деди.

«<хабәртүрк> гезити», «мәрсиндә сериқ рәңлиқ мәһсулатлар експорти башлиди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәниң лимон ишләпчиқиришиниң көп қисмини тәминләп келиватқан мәрсиндә, сериқ рәңлиқ мәһсулатлар експорти башлиди. күчлүк тәләп ишләпчиқарғучини сөйүндүрди. сериқ рәңлик мәһсулатларниң алдинқи қатардики шәһири һесаблинидиған мәрсин, өткән йили 587 миң тонна лимон ишләпчиқирип, түркийәдә биринчи қатардин орун алғаниди. җәмий 1 милйон 52 миң тонна сериқ рәңлиқ мәһсулат ишләпчиқирилди. бу вә буниңдин кейинки йиллардики узун муддәтлик нишан, 1 милйон тониси лимон болуп, җәмий 1 йерим милйон сериқ рәңлиқ мәһсулат ишләпчиқириштур. лимонларниң көп қисми експорт қилиниду, русийә вә әрәб әллири билән бирликтә, 20 гә йеқин йавропа иттипақиға әза дөләткә експорт қилинду.

«<сабаһ> гезити», «ролда түркләр бар» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: 5 қитәдики 193 дөләткә експорт қиливатқан түркийә аптомобил саһәси, дунйаниң чоң ширкәтлиригә башқурғучиму експорт қилмақта؛ көп санда түрк дунйаниң һәр қайси җайлирида йуқири дәриҗилик башқурғучи болуп вәзипә өтимәктә. түркләр, лайиһә, базарға селиш, учур – алақә, сетивелиш, мулазимәттин тартип мәһсулат тәрәққий қилдурушқичә болған аптомобил саһәсиниң һәр қайси қатламлирида вәзипә өтимәктә. чоң аптомобил ширкәтлиригә йөткәлгән башқурғучилар, чәт әлләрдә түркийә аптомобил саһәсиниң баш әлчилири сүпитидә хизмәт қилмақта.

«<стар> гезити», «түркләрниң тунҗи басма атлиси норвегийәдә оттуриға чиқти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: норвегийә дөләтлик кутубханисидики амбарда узун йиллардин буйан сақланған атласниң түркләр вә мусулманларниң тунҗи басма атилиси «җәдид атлас тәрҗимиси (1803)» икәнлики ениқланди. кутубханида ишләйдиған андерс квернберг, 1803 – йили османлиниң пайтәхти истанбулда пәқәт 50 данила бесилған, нөвәттә дунйада санақлиқла нусхиси қалған атласни иҗтимаий таратқуниң йардими сайисидә байқиди. атласниң фото сүритини иҗтимаий таратқу тори реддиттә тарқатқан квернберг, инкас йазған бир әгәшкүчиси сайисидә атлас исминиң «җәдид атлас тәрҗимиси» икәнликини билди. у, амбарға уни қайта басмиси йаки кейинки басмиси йаки әмәсликини тәкшүрүшкә киргәндә, һәқиқий кона қәғәз вә терә икәнликини, бирла қетим бесилғанлиқини, қайта бесилмиғанлиқини һес қилди. атласниң дунйада 14 нусхиси бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر