15.08.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

790314
15.08.2017

түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити», «террористларға еғир зәрбә» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

һава армийәсигә аит уруш айропиланлири 12 – авғуст ирақниң шималидики қәндил райониға елип барған һава һуҗумлирида 13 террорист уҗуқтурулди, 8 террорист йариланди.

түркийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «һәрбий һәрикәтләр нәтиҗисидә 13 террорист өлтүрүлди, 8 террорист йариланди. шуниң билән, 21 террорист бир тәрәп қилинған болди.»

«‹вәтән› гезити», «әнқәрәдә пәвқуладдә зийарәтләр» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

сүрийә вә райондики өзгиришләр дипломатийә саһәлириниму һәрикәткә кәлтүрди. әнқәрә бу һәптә муһим меһманларни күтүвалиду.

иран баш иштаб башлиқи генерал муһәммәд бақири дөлитимиз баш иштаб башлиқи генерал һулуси ақарниң тәклипигә бинаән, алий дәриҗилик һәрбий вә сийасий һәйәткә башчилиқ қилип, бүгүн түркийәгә келиду. бақири башчилиқидики һәйәтниң түркийәдики учришишлири уда үч күн давамлишиду.

бүгүн ақар билән бир йәргә җәм болидиған  бақириниң әнә дөләт мудапиә министири нурәттин җаниқли билән көрүшүши күтүлмәктә.

иран мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийәдә һәрбий вә сийасий учришишларни елип баридиған бақири башчилиқидики һәйәтниң ақар вә дөләт мудапиә министиридин сирт йәнә, башқа учришишларниму елип бериш еһтималлиқи бар икән.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «идлибниң һамийси түркийә» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

сүрийә вақитлиқ һөкүмитиниң баш министири җәвад хәттаб: «идлиб хәлқи русийә, америка вә шуниңға охшиған чәт әл күчлиригә қарши күчиниң йетишичә қарши чиқиду, әмма түркийә армийәси бизниң һамиймиз вә бихәтәрлик мәнбәйимиздур. шуңа түркийә армийәси районимизға кәлгән тәқдирдә, хәлқимиз қилчә иккиләнмәстинла түрк әскирини бағриға басиду» деди.

у сөзиниң ахирида мундақ деди: «сүрийәдә қара нийәтлик күчләрниң йиргинчлик парчилаш суйиқәстигә дуч келиватимиз. барлиқ қара нийәтлик күчләр нәзирини идлибкә ағдурди. бу басқучта түркийә бизниң әң муһим һамиймиз вә бихәтәрлик мәнбәйимиздур.»

«‹стар› гезити», «русийә вә әзәрбәйҗанниң чоң – чоң енергийә ширкәтлири түркийәгә мәбләғ селши үчүн һәрикәткә өтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

русийә енергийә гуруһи лукоил ширкити билән әзәрбәйҗан енергийә ширкити сокар һәм түркийәдики селинмилириниң даирисини кеңәйтиш һәм ортақ паалийәт елип бериш мәқситидә түрлүк учришишларни елип беришқа башлиди.

түркийәниң йеқилғу базарлирида йеңи һәмкарлиқ орнитиш мәсилисидә издиниватқан икки ширкәт бирликтә үчинчи тәрәпләрниң мал – мүлүклирини сетивелишни пиланлимақта. русийә енергийә гуруһи лукоил ширкитиниң йеқилғу вә елим – сетим ишлири муавин мәсули вадим воробйов, түркийәниң нефит мәһсулатлири базириниң өзлиригә нисбәтән истиратегийәлик әһмийәткә игә икәнликини, шуңа ширкәтниң үлүшини көпәйтиш мәқситидә һәмишә йеңичә таллаш йоллири үстидә издәнгәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийәгә тәхминән 1 милйард долларлиқ мәбләғ салдуқ. түркийәниң йеқилғу базири бизгә нисбәтән әң җәзбидарлиқ базар һесаблиниду.»

«‹сабаһ› гезити», «терроризмдин тазиланған районлар җәзбидарлиқ сайаһәт мәркәзлиригә айланмақта» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

дөләт хәвпсизлик күчлириниң үзлүксиз давамлишиватқан һәрбий һәрикәтлири вә кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллиши астида шәрқий вә шәрқий җәнубий анадолу районлири терроризмдин тазиланмақта. аммиви лайиһәләр даирисидә мәбләғ селиниватқан районларниң вәзити изиға чүшүп, хәлқ шад – хурамлиқниң тәмини тетимақта. буниңға әгишип, сайаһәт орунлири үчүнму йеңи пурсәтләр туғулмақта.

ванниң әрҗиш наһийәсигә җайлашқан «ван көли» саһилидики ташландуқ саһә җәзбидарлиқ сайаһәт  мәзкиригә айландурулди. әрҗиштин 10 километир йирақлиқтики 28 дөнүмлүк мәркәз кәң хәлқ аммиси билән сайаһәтчиләрниң җәзбидарлиқ маканиға айланмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر