03.08.2017

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң асасий мәзмунлири төвәндикичә:

783013
03.08.2017

түркийә авази радийоси: «хәбәртүрк гезити», дөлитимиз баш министири бинали йилдиримниң башчилиқида ечилған алий һәрбий шурада, 2019-йили вәзипә өтәш муддити тошидиған армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи һулусий акарниң хизмитидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби башлиқи генерал йашар гүләрниң қуруқлуқ армийә қомандани, аднан өзбалниң деңиз армийә қомандани, һасан кичикакйүзниң һава армийә қомандани болуп вәзипигә тәйинләнгәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», түркийәниң иқтисадта ишәнчлик порт болуши «Eximbank» ниң үч муһим келишимгә имза қойушиғиму тәсир көрсәткәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә билдүрүлишичә, хитайдин 200 милйон доллар қәрз алған, лондонда болса 635 милйон доллар қәрз келишимигә имза қойған мәзкур банка, әнглийәниң експорт тәшкилати билән һәмкарлиқ орнатқан. банкиниң қәрз елиш ишлириға, йавропадин тоққуз, йирақ шәрқтин сәккиз, түркийәдин төт вә парс қолтуқи дөләтлиридин икки болуп, җәмий 23 банка вә пул-муамилә тәшкилатлири қатнашқан.

«стар гезити», 2000-йилларниң бешидин башлап белиқчилиқ саһәсидә муһим тәрәққийатларни қолға кәлтүргән түркийәниң, йеқинқи йилларда мәбләғ селишни ашуруп, йавропадики әң чоң деңиз мәһсулатлири ишләпчиқарғучиси болған норвегийәдин қалсила иккинчи орунға өткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәниң 1 милйон тонна деңиз мәһсулатлири ишләпчиқириш билән биринчи орунда туридиған норвегийәдин кейин, 260 миң тонна деңиз мәһсулатлири ишләпчиқириш билән иккинчи орунға өткәнлики, гиретсийәниң үчинчи орунға өткәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», 54-нөвәтлик анталйа филим фестивалиниң баһалиғучилар һәйитиниң башлиқлиқиға елийа сулайманниң көрситилгәнликини хәвәр қилди.

елийа сулайман йавропада өткүзүлгән муһим фестивалларда мукапатқа еришкән болуп, бәзи хәлқаралиқ фестивалларниң баһалаш һәйитиниң әзаси болған. анталйа филим фестивали 21-өктәбирдин 27-өктәбиргичә өткүзүлидикән.

«вәтән гезити», түркийә путбол федератсийәсидин фатиһ тәрим айрилғандин кейин, дөләтлик путбол командиси тиренерлиқиға руменийәлик мирчалу лучаскониң тәклип қилинғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә ейтилишичә, түркийә путбол федератсийәниң башлиқи йилдирим дәмирөрән руменийәгә йитип берип, лучаско билән келишим түзгән. әтә (4-авғуст) рәсмий имза мурасими өткүзүлидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر