19.06.2017

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

755353
19.06.2017

түркийә авази радийоси: «<вәтән> гезити», «париж авийатсийә йәрмәнкисидә түркийә шамили» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «дунйаниң әң чоң авийатсийә вә аләм бошлуқи мәһсулатлири йәрмәнкиси болған париж авийатсийә йәрмәнкиси әтә ле боургет айродурумида ечилиду. авийатсийә санаитидики әң йеңи өзгиришләр көргәзмә қилинидиған йәрмәнкидә бу йил түркийә авийатсийә санаити мәһсулатлири гәвдилиниду. түркийә, өзи лайиһәлигән һава қатниши васитилирини париж авийатсийә йәрмәнкисидә көргәзмә қилиду. йәрмәнкидә түркийә авийатсийә санаити ширкити тәрипидин лайиһәлинип ишләпчиқирилған һүрқуш мәшиқ айропилани номур көрситиду. алдимиздики йили учушни башлайдиған 12 орундуқлуқ 6 тонна еғирлиқтики һәм нормал һәм һәрбий ишларда ишлитилидиған т-625 типлиқ тик учар айропиланму көргәзмигә қойулиду. түркийә авийатсийә санаити ширкитиниң т-129 атак, қораллиқ учқучисиз һава аппаратиға айландурулған анқа-с му көргәзмә қилиниду.»

«<хабәртүрк> гезити», «америка қошма иштатлири билән түркийә арисида ф-35 келишими» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийәни өз ичигә алған 11 дөләт кәм дегәндә 440 данә ф-35 уруш айропилани сетивелиш үчүн келишти. омумий соммисиниң 37 милйард долларға йетиши күтүлүватқан келишимниң бир рекорт икәнлики әскәртилмәктә. 2006 – йилидин буйан ишләпчиқирилишқа башлиған мәзкур айропиланларниң әң илғар үскүниләр сәпләнгән йеңи моделлири әтә ечилидиған париж авийатсийә йәрмәнкисидә көргәзмә қилиниду. өткән һәптә ф-35 сетивалмақчи болған 11 дөләтниң мәсуллири америкиниң мариланд иштатидики балтимор шәһиридә учришип, ф-35 айропиланлириниң үскүнилирини ишләпчиқиридиған  Northrop Grumman завутини екскурсийә қилип, шәртләр тоғрисида сөһбәтләшкәниди. түркийә вәкилиниму өз ичигә алған дөләтләр австралийә, данийә, исраилийә, италийә, йапонийә, голландийә, җәнубий корейә, әнглийә вә америкидин ибарәт.»

«<стар> гезити», «түркийә әскәрлири қатар армийәси билән бирләшмә маневир өткүзиду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә билән қатар арисида һасил қилинған келишимниң роһиға асасән, қатарға қарап йолға чиққан түркийә әскәрлири районға йетип барди. улар қатар армийәси билән бирликтә бир қатар бирләшмә маневирларни өткүзиду. қатарниң даңлиқ медийа оргини <әлҗәзирә>, түрк әскәрләрниң районға йетип барғанлиқини вә қатар армийәси билән бирликтә бир қатар бирләшмә маневирларни өткүзидиғанлиқини хәвәр қилди. сәуди әрәбистан, мисир, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн, йәмән дегәндәк дөләтләрни өз ичигә алған бир қатар парс қолтуқи дөлити дипломатик мунасивәтлирини үзгән вә қатарға бәзи ембарголарни йүргүзгәнликини елан қилғаниди. бу байанатлардин кейин түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә беләт ташлаш арқилиқ қатарға әскәр әвәтиш мақулланғаниди.»

«<сабаһ> гезити», «шәпқәт парахоти ғәззә йолида» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «исраилийә тәрипидин муһасиригә еливелинған ғәззәгә 10600 тонна йардәм әшйаси йәткүзүп беридиған <Acqua Stella> намлиқ парахот түнүгүн йолға чиқти. йардәм әшйалири арисидики ашлиқ мәһсулатлиридин башқа ойунчуқ, велисипит вә һейтлиқ кийим – кечәкләр билән пәләстинлик балилар байрамни шат – хурам өткүзиду. парахотта 18100 данә ойунчуқ, 32000 йүрүш оқуш материйали, 50000 озуқ – түлүк сандуқи, 5000 тонна ун, 100 тонна пирәник вә болка, 50000 кийим – кечәк, 1000 данә һейтлиқ кийим вә 1010 данә велисипит қатарлиқлар бар.»

«<йеңи шәпәқ> гезити», «данийәдә исламни гүлләр билән чүшәндүрди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «данийә силам җамаити йашлар қанити, пайтәхт копнеһагендики шәһәрлик һөкүмәт мәйдани әтрапиға модел мунарлар орунлаштурулған чедир тикип, <мән мусулман> дегән нам астида паалийәт өткүзди. таратқулардики ислам вә мусулманларға қарши сәлбий образға хатимә беришни нишан қилған йашлар, гүл тарқитип данийәликләргә ислам вә мусулманларни чүшәндүрди. пидакар йашларға хәлқ вә сайаһәтчиләр иҗабий ипадә билдүрди. данийә ислам җамаити тәрипидин йеқинқи 6 йилдин буйан ислам вә мусулманларни данийәликләргә чүшәндүрүш үчүн, һәр хил паалийәтләрни өткүзүп кәлмәктә. данийә ислам җамаити, қиш айлиридиму хәлққә иссиқ шакилат вә нан тарқитиш арқилиқ ислам вә мусулманларниң иҗабий образини җанландурушқа тиришқаниди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر