21.02.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

677090
21.02.2017

түркийә авази радийоси хәвири: «‹стар› гезити», «рәққә дипломатийәси» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

америка қошма иштатлири мәркизи ахбарат оргининиң башлиқи майк помпео билән америка армийәси баш иштабиниң башлиқи җозеф дунфордтин кейин әнқәрә бу қетим америка палатаси қораллиқ қисимлар комитетиниң башлиқи палата әзаси җон мекейнни күтүвалди. арқимуарқа елип берилған зийарәтләрниң асаслиқ күнтәртип маддисини рәққә һәркити тәшкил қилиду.

җумһур рәис әрдоған билән мекейн оттурисида елип берилған учришишқа, баш министир йилдиримму иштирак қилди. һөкүмәт байанатчиси нуман қуртулмуш түркийәниң америкиниң алий дәриҗилик рәһбәрлири билән елип бериватқан учришишлириниң йахшилиқниң аламити икәнликини, көрүшүшләрдә бәзи ихтилапларни түгитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини қәйт қилди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «байрақ қадимиғанлар маринаниң сиртида қалиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәни дунйа кемә сайаһити мәркизигә айландуруш мәқситидә түркийә байриқини қадаш түзүмини йолға қойған һөкүмәт, түркийә байриқи қадимиған кемиләргә қарита вақит чәклимиси қойушқа тәййарланмақта.

чәт әл байриқи қадалған кемиләр йилиға әң көп 90 йаки 120 күн портлартда қалалайду, йилниң қалған вақитлирини мәҗбурий чәт әлдә өткүзиду. һөкүмәт кемиләрниң түркийә байриқи қадап өтүши үчүн мәхсус истемал беҗини бикар қилди, қошумчә қиммәт беҗини болса % 1 гә төвәнләтти. һәр йили елинидиған 400 – 6.500 лиралиқ рәсмийәт һәққи төләшни әмәлдин қалдурди.

«‹һөрийәт› гезити», «68 дөләттин 400 айал карханичи бу һәптә түркийәгә келиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

айал карханичиларниң хәлқара базарларда йеңи иш пурсити йаритишини қолға кәлтүрүш мәқситидә хәлқара сода мәркизи тәрипидин һәр йили өткүзүлидиған мунбәр йиғини бу йил 22 – 23 – феврал истанбулда ишқа ашурулиду.

йиғинға түркийәдин сирт йәнә, мексика, хитай, норвегийә, пил чиши қирғиқи вә гана қатарлиқ 68 дөләттин тоқумичилиқ, учур техникиси вә сайаһәт саһәсидә паалийәт елип бериватқан 400 айал карханичи қатнишиду. түркийәдинму 90 айал карханичи қатнишидиған йиғин сода һәҗмини тәхминән 10 милйон долларға йәткүзүшни нишан қилмақта.

«‹сабаһ› гезити», «қериндашлиқ көврүклири селишимиз лазим» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған әнқәрәдә йашаватқан сүрийәлик айалларни қобул қилди. җумһур рәислик сарийида ишқа ашурулған учришишқа, көчмәнлик мәсилисидә паалийәт елип бериватқан орунлар вә тәшкилатлардин сирт йәнә, аммиви тәшкилатларниң вәкиллириму қатнашти.

әминә әрдоған учришишта, бизниң асаслиқ нишанимиз дөлитимиздә дунйаға кәлгән балиларни ғайиб нәсил болуштин чиқирип, уларни сағлам тәрбийәләп йетилдүрүш, йашларға алий мәктәпләрдә оқуш имканйити йаритип бериш, әнсарилар – муһаҗирлар қериндашлиқи арқилиқ мәдәнийәтләр ара көврүкләрни селиштин ибарәт» деди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түрк базиси үчүн антарктика қитәсигә илмий сәпәр» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәниң қутуб билимлири һәққидә паалийәт елип баридиған тунҗи вә йеганә тәтқиқат мәркизи болған истанбул техника университети қутуб тәтқиқат мәркизиниң мәсули дотсент бурҗу өзсой қатарлиқ тәтқиқат әтрити антарктикада қурулуши пиланлиниватқан түрк базиси үчүн тәтқиқат елип бериш үчүн йеқинда йолға чиқиду.

әтрәт инсанийәтниң келәчикини қолайлаштуридиған милйонларчә байқашларға саһибханилиқ қиливатқан антарктикада байриқимизни ләрзан ләпилдитиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر