15/09/2014

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

125939
15/09/2014

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «җумһур рәис әрдоғандин оқуғучиларға учур...» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис әрдоғанниң 2014- 2015- йиллиқ оқу – оқутуш йилиниң башлиниши мунасивити билән тарқатқан телеграммисида, райони вә дунйада гепи өтидиған орунға чиқишқа мувәппәқ болған түркийәни техиму йуқири балдақларға илимлик, сүпәтлик, риқабәтчи, ишчан шундақла илимни тәқиб қилишни өзигә пиринсип қилған илғар инсан күчиниң елип чиқидиғанлиқини билдүргәнликини йазди. гезит, җумһур рәис әрдоғанниң «партиларда олтурған балилар вә йашларниң келәчикидин әмин, тәврәнмәс, бәхтлик вә байашат түркийәниң хәвәрчилири икәнлики» ни әскәрткәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«‹стар› гезити», «түркийә 3 хәлқаралиқ маневирға иштирак қилиду» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң пакистан билән «алаһидә қисим маневири», шималий қибрис түрк җумһурийити билән «алаһидә қисим әскәрлири бирләшмә маневири», америка қошма иштатлири билән «бирликтә битәрәп қилиш – 2014 маневири» қатарлиқ маневирларни өткүзидиғанлиқини йазди. хәвәрдә йәнә, «тактикилиқ ледирлиқ тәрбийәси » даирисидә болса, германийә чек җумһурийити, данийә, әнглийә, испанийә, шиветсийә, италийә вә түркийәниң иштирак қилиши арқисида 15- сентәбирдин 10- өктәбиргичә испанийәдә йәнә бир маневирниң өткүзүлидиғанлиқиға ишарәт қилип өтүлди.

«‹һөррийәт› гезити», «чорумда 10 тонна еғирлиқтики ғайәт зор кәркидан ташқатмиси тепилди» сәрләвһилик хәвиридә, сунгурлу наһийәсидә буниңдин тәхминән 23 милйон билән 27 милйон йил бурунқи дәвргә тәвә тәхминән 10 тонна еғирлиқта, дәп мөлчәрлиниватқан 5 метир егизликтики кәркидан ташқатмисиниң тепилғанлиқини йазди. гезит, мәзкур ғайәт зор кәркидан ташқатмисиниң йоруқлуққа чиқирилиши үчүн мәдәнләрни техникилиқ усулда издәш баш идариси хадимлириниң хизмәтлирини давамлаштуруватқанлиқини әскәртти.

«‹миллийәт› гезити», «бир килограми 10 милйон доллар» сәрләвһилик хәвиридә, дунйаниң әң қиммәт баһалиқ илғар технологийә мәһсулати квантниң түркийәдә ишләпчиқирилидиғанлиқини йазди. гезит, йанфонлардин тартип рак данчилириғичә болған наһайити кәң саһәдә ишлитишкә болидиған ‹квант нуқтиси» ниң килогирам өлчимидә ишләпчиқирилиши үчүн измир илғар технологийә ениститутида хизмәтләрниң башланғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти. хәвәрдә, бир күндә бир гирам ишләпчиқиришқа мувәппәқ болған тәҗрибиханиниң бу йилниң ахириғичә һәр күни бир килогирам квант нуқтиси ишләпчиқиришни пиланлаватқанлиқи қәйт қилинди. хәвәрдә йәнә, бу хизмәтниң асаслиқ муддиасиниң хусусийлар игиликидики саһәләрниң диққитини җәлп қилиш икәнлики әскәртилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر