10.07.2014

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

124369
10.07.2014

түркийә авази радийоси хәвири: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «оқутқучилириниму унтуп қалмиди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис намзати вә баш министир әрдоған җумһур рәис намзати сүпитидә әтә истанбулда елан қилидиған истиратегийәлик пиланниң тәййарлиқ хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини йазди. гезит, түркийәниң һәр саһә затлирини учраштуридиған йиғиниға әрдоғанниң сийасий сәһнидики сәпдашлиридин сирт йәнә 30 оқутқучиси, мәһәллә достлири, 7 райондин 70 карханичи, мармарай, истанбул 3 - айродуруми қатарлиқ чоң - чоң лайиһәләрниң енжинерлири вә ишчи - хизмәтчилириниң вәкиллириниңму иштирак қилидиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.
«‹миллийәт› гезити», «ғәззәниң өлүк балилири» сәрләвһилик хәвиридә, исраилийә армийәсиниң ғәззәгә қаратқан һава һуҗумлирида икки күн ичидә һайатидин айрилғанларниң саниниң 50 тин ешип кәткәнликини, йүзләрчә кишиниң йариланғанлиқини йазди. қаза қилғанлар арисида онларчә нарисидә бала вә айалларниңму барлиқини әскәрткән гезит, 2000 - йилдин бери өлүп кәткән пәләстинлик балиларниң саниниң 1407 гә йәткәнликини хәвәр қилди.
«‹сабаһ› гезити», «иқтисадий учур» сәһиписидики «абалиоғлу гуруһи америка қошма иштатлирида завут қуриду» сәрләвһилик хәвиридә, дәнизли абалиоғлу гуруһиниң, америкида тунҗи завутини қуридиғанлиқини йазди. гезит, 42 милйон долларлиқ мәбләғ селинип қурулидиған мис қуймичилиқ завутиниң 300 кишигә ишқа орунлишиш пурсити йаритип беридиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти. гезит, америкиниң нийу мексико иштатидики сәнтә теризе райониға җайлашқан санаәт бағчисида қурулуши пиланлиниватқан муәссәсәниң тәхминән 24 миң кивадрат метирлиқ саһәдә қурулидиғанлиқини әскәртти. гезитниң хәвиридә, заувтниң 2015 - йили иш башлайдиғанлиқи қәйт қилинди.
«‹ситар› гезити», «65 миң кишини күтүвалиду» сәрләвһилик хәвиридә, өй җаһазлири вә йағач пишшиқлап ишләш машинилири, өй җаһазлири вә орманчилиқ санаити саһәлиридә түркийә вә дунйаниң лидәр ширкәтлириниң учришиш нуқтиси болған йағач пишшиқлап ишләш машинилири көргәзмисиниң 27 - сентәбирдин 1 - өктәбиргичә болған арилиқта истанбулда өткүзүлидиғанлиқини йазди. гезит, бултур 30 дөләттин 880 кархана вә кархана вәкиллири иштирак қилған көргәзминиң, бу йил % 12 тәрәққий қилип, 14 залда ечилидиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти. гезитниң хәвиридә, 30 дин артуқ дөләттин миңға йеқин кархана вә кархана вәкиллириниң иштирак қилиши мөлчәрлиниватқан көргәзминиң өз саһәсидики барлиқ өзгиришләр вә йеңилиқларниң тунҗи адреси болидиғанлиқи тәкитләнди. гезит, көргәзминиң 90 дөләттин 65 миңдин артуқ зийарәтчини күтүвалидиғанлиқини қәйт қилди.
«‹ вәтән› гезити», «експорт қилиниватқан 100 аптомобилдин 73 ти йавропа иттипақиға» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә аптомобил санаити саһәсиниң експортиниң, бу йилниң дәсләпки йеримида йавропа иттипақи базарлирида бултурқиниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда көзгә көрүнәрлик дәриҗидә тәрәққий қилғанлиқини йазди. гезит, бултур йанвардин ийулғичә болған арилиқта аптомобил експортиниң % 69.20 тиниң йавропа иттипақи базарлириға қарита ишқа ашурулғанлиқи, буниң бу йилниң охшаш мәзгилдә % 73.80 гә йәткәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.
«‹ ахшам› гезити», «тангоҗулар һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришти» сәрләвһилик хәвиридә, дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисидә голландийә командисини җаза топлири билән йәңгән мәсси исимлик даңлиқ маһирға игә аргентина командисиниң һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришкәнликини йазди. гезит, түркийәлик җүнәйт чақирниң мусабиқә бойичә йүксәк сәвийәдики вә адил тиренерлиқ хизмити түпәйли һәмминиң алқишиға сазавәр болғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر