түркийә мәтбуатлирида бүгүн

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

97740
түркийә мәтбуатлирида бүгүн

түркийә авази радийоси хәвири: һөрмәтлик радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йеңи шәпәқ гезити, түркийәдә зийарәттә болуватқан шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи андерис фог расмуссенниң дөлитимиз җумһур рәиси абдуллаһ гүл тәрипидин қобул қилинғанлиқини хәвәр қилди.
хәвәрдә, русмуссенниң вәзипә өтәш муддитиниң күз пәслидә ахирилишидиғанлиқи, баш катип болуп вәзипә өтәш җәрйанида көрсәткән хизмәтлири үчүн абдуллаһ гүлниң рәхмәт ейтқанлиқи билдүрүлди.
хәвәрдә баш катип расмуссенниң синтәбир ейида өткүзүлидиған нато алий дәриҗилик рәһбәр йиғининиң күнтәртип маддилири һәққидә дөлитимиз җумһур рәиси абдуллаһ гүлгә мәлумат бәргәнлики, учришишта ирақ, украина, сүрийә вә афғанистан вәзийити қатарлиқ район характерлик йеңи мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.
хәвәрдә йәнә, түркийәниң афғанистандики хәлқара тинчлиқ сақлаш қисимлири даирисидә елип бериватқан паалийәтлири вә украина вәзийтиниңму музакирә қилинғанлиқи уқтурулди.
ситар гезити, «дунйа бойичә әң чоң порт йасилиш алидида» сәрләвһилик хәвиридә, дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин дунйа бойичә әң чоң айродорум қурулушиға һул силинғандин кейин, әмдиликтә йәнә бир чоң лайиһәниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.
хәвәрдә, айродорум қурулуши билән бирликтә 3 – көврүк вә истанбул қанили қурулуши хизмәтлиридин кейин, дунйа бойичә әң чоң порт шәһириниң қурулидиғанлиқи билдүрүлди.
ахшам гезитиниң иқтисад сәһиписидики «түркийә һава йоллири ширкити 1 милйард 600 милйон долларлиқ айропилан закас қилди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә һава йоллири ширкитиниң америка (Boeing) айропилан ширкитигә чоң закас бәргәнликини йазди.
хәвәрдә, түркийә һава йоллири ширкити тәрипидин рәсмий закас қилинған 15 данә (B737 MAX 8s) типлиқ йолучи айропиланиниң нормал тезимликтики баһасиниң 1 милйард 600 милйон доллар икәнлики уқтурулди.
хәвәрдә йәнә, түркийә һава йоллири ширкитиниң алдинқи һәптә елан қилған байанатида, закас қилинған айропиланларни 2020 – йили тапшуруп алдиғанлиқини билдүргәнлики, түркийә һава йоллири ширкитиниң алдинқи йили 50 данә (737 MAXs) типлиқ айропилан вә 20 данә (737s) типлиқ айропилан закас қилғанлиқи, бу қетимқи закасниң болса, алдинқи йилқи закасларға қошумчә икәнлики билдүрүлди.
хәбәр түрк гезити, «дунйаниң 1000 – мираси түркийәдин болсун» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң б д т маарип, илим – пән, мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) дунйа мираслири комитетигә әзалиққа сайланғанлиқи вә онлиған дөләт тәрипидин илтимас сунулған дунйа мираслири тизимлики музакирә үстилиниң йәнә бир тәрипидә түнҗи қетим түркийәниң олтурғанлиқи қәйт қилинди.
хәвәрдә, дунйа мираси тезимликигә киргүзүлидиған 1000 – бойум бәлгилинидиған дунйа мираслири комитети йиғининиң түнүгүн доһада башланғанлиқи вә 25 – ийунғичә давамлишидиғанлиқи, түркийәдинму бурса вә җумалиқизиқ билән бәргаманиң тезимликкә киргүзилиши үчүн алақидар һөҗҗәтләрниң музакиригә сунулғанлиқи билдүрүлди.
радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йуқирида түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизни аңлидиңлар!


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر