әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан чеграсға һәрбий күч топлимақта

әзәрбәйҗан әрменийә қисимлириниң чеграға һәрбий күч топлаватқанлиқини елан қилди.

2122569
әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан чеграсға һәрбий күч топлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған байанатида, әрменийә армийәсиниң йеқиндин буйан икки дөләт чеграсиниң охшимиған җайлирида қойуқ һәрикәт вә һәрбий орунлаштурушларни елип бериватқанлиқи байқалғанлиқини билдүрди.

байанатта, әрменийәдә әзәрбәйҗанға уруш билән тәһдит салған өч елиш күчлириниң техиму актип һалға кәлгәнлики, таҗавузчи сөзлириниң вә иғвагәрчилик характеридики хәвәрлириниң көпийиватқанлиқи уқтурулди.

байанатта, «әрменийә армийәсиниң һәр қандақ һәрбий иғвагәрчилик урунуши әзәрбәйҗан армийәси тәрипидин қәтийлик билән тосуп қилиниду. вәзийәтниң кәскинлишиши вә йүз бериш мумкинчилики болған иғвагәрчиликниң барлиқ мәсулийити пүтүнләй әрменийә вә қоллиғучилириниң үстидә болидиғанлиқини йәнә бир қетим җакарлаймиз» дейилди.

  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر