хитай қазақистанни «бир бәлвағ бир йол» ниң йеңи каридорини бирликтә қурушқа чақириқ қилди

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, хитай-қазақистан ташқи ишлар министирлири истратегийәлик сөһбәтниң тунҗи йиғинини пайтәхт бейҗиңда өткүзгән.

2122636
хитай қазақистанни «бир бәлвағ бир йол» ниң йеңи каридорини бирликтә қурушқа чақириқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири ваң йи йиғинда сөз қилип, икки дөләтниң тарихий йипәк йоли линийәсидики шәрқ-ғәрб содисини җанландурушни мәқсәт қилған бир бәлвағ бир йол тәшәббуси һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитләп: «йуқири сүпәтлик, сиҗил вә чидамчан йеңи улиниш каридорини бирликтә қурайли!»  деди.

ваң йи икки дөләт мунасивәтлириниң йеқинқи икки йилдин буйан күчлүк тәрәққийат шаритиға еришкәнликини, қошна дөләтләр оттурисидики өз-ара ишәнч, қоллаш вә һәмкарлиқниң йахши үлгисигә айланғанлиқини тәкитлиди.

қазақистан муавин баш министири вә ташқи ишлар министири мурат нуртлеу қазақистанниң ташқи сийаситидә хитай билән болған мунасивәтләрниң муһим орунда туридиғанлиқини, хитай билән сийасий ишәнчни, хәлқләр арисидики тәсир вә өз-ара мәнпәәт йәткүзидиған һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни һәмдә хәлқаралиқ вә район характерлиқ мәсилиләрни маслаштурушни халайдиғанлиқини билдүрди.

йиғинда, тәрәпләр бир бәлвағ бир йол һәмкарлиқи, йәрлик органлар билән хәлқләр оттурисидики өзара тәсир көрситишни күчәйтиш, ташқи арилишиш вә сиңип кириш урунушлириға қарши ортақ күрәш қилиш, җамаәт хәвпсизлики вә бихәтәрлик саһәсидә һәмкарлиқни йахшилаш, хитай-оттура асийа диалоги, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, асийада ишәнч турғузуш тәдбирлири конфираси  вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ көп тәрәплик рамкилар даирисидики һәмкарлиқни күчәйтиш қатарлиқ темиларда пикир бирлики һасил қилинди.

хитайниң йавро-асийа билән болған содисиға нисбәтән һалқилиқ каридор һесаблинидиған оттура асийа дөләтлири ичидә қазақистан толиму муһим орунда туриду.

хитай рәиси ши җинпиң 2013-йили қазақистан зийарити җәрйанида тунҗи қетим бир бәлвағ бир йол тәшәббусини елан қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر