әзәрбәйҗан әрменийә билән тинчлиқ орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди

әзәрбәйҗан пирезиденти мәслиһәтчиси һекмәт һаҗийев, дөлитиниң әрменийә билән тинчлиқ орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди.

2084855
әзәрбәйҗан әрменийә билән тинчлиқ орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һекмәт һаҗийев «берлинер» гезитигә байанат берип, әрменийә билән болған мунасивәттә бәзи иҗабий тәрәққийатларниң болғанлиқини оттуриға қойди.

икки һәптә илгири әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән әрменийә баш министири никол пашинйанниң иҗабий сөһбәт өткүзгәнликини тилға алған һаҗийев, буниңдин илгирики әсир алмаштурушниңму мувәппәқийәтлик елип берилғанлиқини әскәртти.

икки тәрәплик сөһбәтләрниң чәт әлниң мурәссә қилишиға тайанмастин, биваистә өткүзүлгәнликини байан қилған һаҗийев, икки дөләт оттурисида зәнгәзур каридори мәсилисигә охшаш талаш-тартишлиқ мәсилиләрниң йәнила барлиқини, әмма әзәрбәйҗанниң әрменийә билән тинчлиқ орнитишни мәқсәт қиливатқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر