хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилатиниң «ахбарат мукапатлири» тарқитилди

хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилати-түрксой (TÜRKSOY) 2023-йиллиқ «ахбарат мукапатлири» әзәрбәйҗанниң шуша шәһиридә өткүзүлгән мурасимда тарқитилди.

2074929
хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилатиниң «ахбарат мукапатлири» тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: түрксойниң 2023-йиллиқ мукапатлири түрк дунйасиниң 2023-йиллиқ мәдәнийәт пайтәхти шуша паалийәтлириниң йепилиш мурасими рамкисида тарқитп берилди.

мурасимда, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, шималий қибрис түрк җумһурийити, шималий македонийә, молдавийәгә қарашлиқ гагавуз аптоном җумһурийити, түркмәнистан вә түркийәдә ахбаратчилиқ билән шуғуллиниватқан органларниң көзгә көрүнгән шәхслиригә мукапат тарқитип берилди.

түркийәдин мукапатқа еришкән пирофессор доктор мәсут һәққи җашин мурасимдин кейин сөз қилди.

у қарағниң символлуқ шәһири шушада мукапатқа еришкәнликидин өзини шәрәплик һес қилидиғанлиқини әскәртип, «әзәрбәйҗанни земин пүтүнлүки әмәлгә ашқанлиқи мунасивити билән тәбрикләймән, мукапатимни қәһриман шеһитларға һәдийә қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر