түрк дунйаси археологийә тәтқиқат институтлири вә мәркәзлири бирләшмиси қурулди

түрк академийәси қармиқида түрк дунйаси археологийә тәтқиқат институтлири вә мәркәзлири бирләшмиси қурулди.

2063164
түрк дунйаси археологийә тәтқиқат институтлири вә мәркәзлири бирләшмиси қурулди
Volga-Ural Bolgesi Arkeolojisi.jpg
ARICA1.jpg
ARICA.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилати катибат башқармисиниң қоллиши билән 9-, 10 – нойабир күнлири өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә түрк дунйаси археологийә тәтқиқат институтлири вә мәркәзлири бирләшмиси башлиқлириниң тунҗи нөвәтлик хизмәт йиғини өткүзүлди.

йиғинға түрк академийәси рәиси шаһин мустафайеф, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, түркийә, өзбекистан, русийәгә қарашлиқ татаристан җумһурийити, өзбекистанниң қарақалпақистан җумһурийити вә моңғулийәдики археологийәлик тәтқиқат орунлири вә мәркәзлириниң йуқири дәриҗилик башқурғучилири қатнашти.

түрк академийәсиниң рәиси шаһин мустафайеф йиғинниң ечилишида сөз қилип, түрк дөләтлиридики археологийәлик тәтқиқатларни маслаштуруш вә мәвҗут мәсилиләрни бирликтә һәл қилиш үчүн, түрк дунйасиниң археологийәлик институтлири вә мәркәзлирини бирләштүридиған бир қурулма бәрпа қилишниң муһимлиқини тәкитлиди.

түрк дөләтлири вә хәлқлириниң археологийә саһәсидики һәмкарлиқ мәсилилирини музакирә қилған йиғин иштиракчилири, археологийәлик тәтқиқат институтлири вә мәркәзлириниң бир  тор шәкилләндүрүп, учурлардин тәң бәһрилинип, бирләшмә тәтқиқат вә паалийәтләрни елип баралайдиған супа қуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.

иштиракчилар, түрк академийәси қармиқида түрк дунйаси археологийәлик тәтқиқат институтлири вә мәркәзлири бирләшмиси қуруш тоғрисидики келишимгә имза қойди.

йиғин даирисидә йәнә татаристан җумһурийити пәнләр академийәси тәййарлиған 7 томлуқ «волга урал райони археологийәси» намлиқ әсәрму тонуштурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر