әрменийә көмгән миналарниң партлиши нәтиҗисидә 3413 әзәрбәйҗанлиқ қаза қилди

әзәрбәйҗан пирезиденти мәслиһәтчиси һикмәт һаҗийев 1991- йилидин буйан 3413 әзәрбәйҗанлиқниң әрменийә орунлаштурған миналарниң қурбани болғанлиқини билдүрди.

2056425
әрменийә көмгән миналарниң партлиши нәтиҗисидә 3413 әзәрбәйҗанлиқ қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һикмәт һаҗийев иҗтимаий таратқу суписи <X>  тики адресида байанат елан қилип, әрменийәниң әзәрбәйҗан земинлирини ишғал қилған мәзгилдә вә иккинчи қарабағ уруши җәрйанида әзәрбәйҗан земинлириға көмгән миналири кәлтүрүп чиқарған талапәтләр тоғрисидики учурларни амма билән ортақлашти.

иккинчи қарабағ уруши ахирлашқан 2020- йили 10 - нойабирдин буйан әрменийә тәрәп көмгән миналар партлап қаза қилған әзәрбәйҗанлиқлар саниниң 65 кә йәткәнликини билдүргән һаҗийев, бу вәқәләрдә 269 әзәрбәйҗанлиқниң йариланғанлиқини әскәртти.

қаза қилғанларниң 50 нәпириниң пуқра, 15 нәпириниң әскәр икәнликигә ишарәт қилған һаҗийев, 1991- йилидин буйан әрменийә тәрәп көмгән миналар партлап 3413 әзәрбәйҗанлиқниң һайатидин айрилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر