татар бакудики хәлқара түрк мәдәнийити вә мираси фонди җәмийитини зийарәт қилди

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакудики хәлқара түрк мәдәнийәт вә мирас фонди җәмийитини зийарәт қилди.

2051832
татар бакудики хәлқара түрк мәдәнийити вә мираси фонди җәмийитини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрсин татар әзәрбәйҗан зийаритиниң ахирқи күнидә, хәлқара түрк мәдәнийити вә мираси фонди җәмийитини зийарәт қилип, фонд рәиси гүнай әфәндийевадин учур игилиди.

«қериндаш дөләт әзәрбәйҗанда наһайити үнүмлүк учришишларни өткүзгәнлики»ни байан қилған татар, өзиниң түркийә, шималий қибрис түрк җумһурийити вә әзәрбәйҗанни «бир милләт, үч дөләт» дәп қарайдиғанлиқини вә башқа түрк дөләтлири биләнму техиму қойуқ һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди.

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң бүйүк түрк миллитиниң бир қисми икәнликини тәкитлигән җумһур рәис татар, қибрисниң түрк дөләтлири билән ортақ миллий нишанға игә икәнликини қәйт қилди.

әфәндийеваму өзлириниң түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләр билән наһайити йахши һәмкарлиқ орнитиватқанлиқини, шималий қибрис түрк җумһурийити биләнму йахши һәмкарлиқ орнитидиғанлиқини тәкитлиди.

өзлириниң охшаш тилда сөзлишидиғанлиқи вә йилтизиниң охшаш икәнликини байан қилған әфәндийева, ортақ ирсийәт кодиниң әмәлийәттиму намайан қилиниши керәкликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر