әзәрбәйҗан: қарабағдики тарихий йадикарлиқлар қоғдиливатиду

әзәрбәйҗан қарабағ районидики барлиқ тарихий вә мәдәнийәт йадикарлиқлириниң сақчилар тәрипидин қоғдиливатқанлиқини елан қилди.

2047203
әзәрбәйҗан: қарабағдики тарихий йадикарлиқлар қоғдиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ички ишлар министирлиқи қарабағ районидики тарихий вә мәдәнийәт йадикарлиқлири тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, қарабағ райониға тәвә болған барлиқ аһалиләр районлиридики диний вә мәдәнийәт йадикарлиқлириниң бихәтәрликини вә қоғдаш ишлириниң сақчилар тәрипидин капаләткә игә қилиниватқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, хоҗавәнт вилайитиниң җүтҗү йезисидики амарас монастири билән кәлбәҗәр вилайити веңли йезисидики гәнҗәсер монастири, ханкәнди шәһиридә бир катедрал билән бир черкавниң қоғдаш астиға елинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر