шуша «2024- йиллиқ ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти»ликигә талланди

әзәрбәйҗан мәдәнийәт министирлиқи қарабағниң символлуқ шәһири шушаниң «2024- йиллиқ ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» қилип талланғанлиқини елан қилди.

2041912
шуша «2024- йиллиқ ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти»ликигә талланди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан министирлиқи йазма байанат елан қилип, мәдәнийәт министири адил кәримлиниң қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән ислам дунйаси мәдәнийәт министирлириниң 12- қетимлиқ йиғиниға қатнишип, ислам маарипи, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхтлири пирограммисиға шушаниң 2024 - йиллиқ мәдәнийәт пайтәхти намзати болушини оттуриға қойғанлиқи уқтурди.

байанатта, кәримлиниң тәклипиниң қарши елинғанлиқи вә шушаниң әзаларниң бирдәк қоллиши билән «2024- йиллиқ ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» дәп елан қилинғанлиқи қәйт қилинди.

шуша 2023- йили «түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» дәп елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر