армийә баш иштаб башлиқи авсәвәр қазақистанда зийарәттә болди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) армийәси баш иштаб башлиқи, қошумчә қуруқлуқ армийәси қомандани генерал муса авсәвәр қазақистан дөләт мудапиә министири руслан җаксиликоф билән көрүшти.

2012982
армийә баш иштаб башлиқи авсәвәр қазақистанда зийарәттә болди
Ruslan Jaksilikov-Musa Avsever1.jpg
Ruslan Jaksilikov-Musa Avsever.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, авсәвәр башчилиқидики түркийә һәрбий вәкилләр өмикиниң һәр хил учришишларни өткүзүш мәқситидә пайтәхт астанаға йетип барғанлиқини уқтурди.

авсәвәр қазақистан дөләт мудапиә министири җаксиликоф билән көрүшти؛ йиғинға қазақистан баш иштаб башлиқи марат һүсәйиноф вә түркийәниң астанәдә турушлуқ баш әлчиси мустапа капуҗу қатнашти.

йиғинда, икки дөләтниң һәрбий тәлим - тәрбийә, җәң мәшиқи вә тинчлиқни сақлаш қатарлиқ саһәләрдики мунасивитиниң нөвәттики әһвали һәмдә һәрбий техника һәмкарлиқи саһәсидә һасил қилинған келишимләрниң әмәлийлишиши мәсилиси музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر