шуша шәһири «түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» қилип бекитилди

«түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» унвани түркийәниң бурса шәһиридин әзәрбәйҗанниң шуша шәһиригә өтти.

1917188
шуша шәһири «түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» қилип бекитилди

түркийә авази радийоси хәвири: унванни өткүзүп бериш мурасими, 2022 – йиллиқ «түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» бурсада өткүзүлди.

мурасимда, шушаха хаш нахшилар ейтилди.

мурасимда даңлиқ мода кийим лайиһилигүчиси гүлнарә һелиловаму мода көргәзмиси өткүзди.

сәһнигә чиққан моделлар шуша шәһириниң йәрлик кийимлирини намайән қилди.

меринос ататүрк мәдәнийәт вә қурултай мәркизидә өткүзүлгән паалийәткә қатнишиш нисбити йуқири болди.

түрк дунйасидики хәлқ уссул өмәклириниң номурлири қизғин алқишқа еришти.

мурасимниң йепилишида, бурса шәһәр башлиқи әлинур ақташ, әзәрбәйҗан пирезидент мәһкимиси шуша алаһидә вәкили айдин керимовға, «түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» ниң символини тәқдим қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر