ирақ түркмәнлири вәкиллик салаһийитигә сәл қарилишидин әнсирәватқанлиқини билдүрди

ирақ түркмән фиронти рәиси һәсән туран түркмәнләрниң йеңи һөкүмәттин орун алалмаслиқидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.

1894616
ирақ түркмәнлири вәкиллик салаһийитигә сәл қарилишидин әнсирәватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт бағдадта бир түркүм журналистлар билән көрүшкән һәсән туран, ирақтики һөкүмәт тәшкилләш тиришчанлиқлири вә түркмәнләрниң әһвали тоғрисида тохталди.

«биз түркмәнләрниң йеңи кабинетқа киргүзүлмәсликидин әндишә қиливатимиз. нөвәттики вәзийәт бизни әнсирәтмәктә» дегән туран, йеңи һөкүмәтниң кәм дегәндә бир иҗраийә министирлиқиниң түркмәнләргә берилиши үчүн тиришчанлиқ көриситиватқанлиқлирини билдүрди.

түркмәнләрниң ирақниң үчинчи асаси елементи икәнликигә ишарәт қилған туран, муавин президентлиқ вәзиписиниңму түркмәнләргә берилиши керәкликини оттуриға қойди.

ирақ түркмән фиронти рәиси туран йәнә кәркүкниң вәзийити үстидә тохтилип, түркмәнләр орун алмиған һәр қандақ шәһәр башқуруш хизмитиниң мувәппәқийәтлик болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

ирақ парламенти бу һәптә муһәммәд шийа әссудани рәһбәрликидә қурулидиған йеңи һөкүмәткә беләт ташлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر