әлийев: кәлгүсигә нәзәр ташлашқа тәййармиз

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев терротерийәлириниң уда 30 йил ишғал астида қалған болушиға вә бу районлардики кәң даирилик вәйранчилиққа қаримай кәлгүсигә нәзәр ташлашқа тәййар икәнликлирини ейтти.

1643007
әлийев: кәлгүсигә нәзәр ташлашқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: әлийев, хәлқара низами гәнҗәви мәркизи тәрипидин тәрипидин өткүзүлгән «җәнубий кавказ: районлуқ тәрәққийат вә һәмкарлиқ нуқтиинәзәрлири» темилиқ тор муһакимә йиғиниға иштирак қилди.

тағлиқ қарабағ урушидин кейинки районниң вәзийити, әрменийә билән болған мунасивәтләрниң келәчики, әзәрбәйҗанниң пиланлири һәққидә тохталған әлийев, охшимиған дөләтләрдин сабиқ дөләт башлиқлири, баш министирлар вә министирлардин тәшкил тапқан йиғин иштиракчилириниң соаллириға җаваб бәрди.

урушниң районниң вәзийитини пүтүнләй өзгәртивәткәнликини, шуңа җәнубий кавказ райони үчүн йеңи қараш вә йеңи күнтәртипкә еһтийаҗ барлиқини қәйт қилған әлийев, ишғал басқучида, әрменийә билән һечбир шәкилдә һәмкарлиқ орнатмайдиғанлиқлирини очуқ – ашкара һалда оттуриға қойғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «әмди кәлгүсигә нәзәр ташлишимиз керәк, әзәрбәйҗан терротерийәлириниң уда 30 йил ишғал астида қалған болушиға, бу районлардики кәң даирилик вәйранчилиқларға қаримай, җәнубий кавказ райониниң бир парчиси болуш сүпитимиз билән кәлгүсигә нәзәр ташлашқа тәййармиз. җәнубий кавказ районида актип һәмкарлиқ орнатқили вә бир гәвдиләшкили болидиған вақитниң йетип келишини үмид қилимиз.»

районда ишқа ашурулидиған қатнаш лайиһәлири тоғрилиқму тохталған әлийев, мундақ дәп көрсәтти: «зәнгәзур каридорниң ечилишидин кейин, райондики барлиқ дөләтләр үчүн йеңи пурсәтләр туғулиду. әзәрбәйҗан һәмкарлиқ орнитиш вә ортақ келәчәк үчүн улуғвар пиланларни түзүшкә тәййардур. сийасийонлар, ортақ паалийәт елип барғандила андин районда сиҗил тәрәққийат, тинчлиқ вә бихәтәрликни ишқа ашурғили болидиғанлиқини тәшвиқ қилиши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر